30 - Апрел күни хитай сәһийә министирлики қуш зукими юқумдарлириниң йеңи санини елан қилди

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.30

Хитай сәһийә министирлики 30 - апрел күни хитайда H7N9 типлиқ қуш зукими вируси юқумдарлириниң 127 нәпәргә, давалаш үнүм бәрмәй өлгәнләрниң24 нәпәргә йәткәнликини елан қилди.

Нөвәттә хитайда байқалған H7N9 типлиқ қуш зукими хәлқара җәмийәтниң җидди диққитини қозғимақта. Гәрчә һазирғичә бу хил вирус билән юқумланғучилардин тәйвәндә хитай чоң қуруқлуқидин кәлгән бир кишиниң байқалғанлиқини һесабқа алмиғанда

H7N9 Типлиқ юқумлуқ зукам вируси юқумдарлири башқа дөләтләрдә байқалмиған.

Әмма дуня сәһийә тәшкилати бу хил кесәл вирусиниң адәмдин - адәмгә юқуш нисбитиниң илгири байқалған H5N1 типлиқ қуш зукими вирусидин юқирилиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.