Йопурға билән қутуби наһийәси рамизанда йәнә диний паалийәтләрни қаттиқ тәқип қилишқа даир уқтуруш чиқарған

Мухбиримиз әркин
2017.05.26

Уйғур илиниң йопурға билән қутуби наһийәлиридики йеза-кәнтләрдә рамизанлиқ тәкшүрүш вә тәқип қилиш күчәйтилгән. Йопурға наһийәси төвән әшмән кәнти йеқинда тарқатқан йопурға наһийәсиниң рамизанлиқ қарарини иҗра қилиш һәққидики уқтурушида, кәнттики пуқраларни һәр хил“радикаллиқ” хаишларни, террорлуқ сини көргәнләрни паш қилишқа риғбәтләндүрүп, кечилик чарлашни күчәйтиш тәләп қилинған.

Кәнтниң уқтурушида көрситишичә, рамизан җәрянида кәнт бойичә һәр күни күндүзи 10 киши  нөвәтчилик қилиш, кечиси 20 киши нөвәтчилик қилиш, һәр күни кечә саәт 11 дин бир гичә кәнттики мәсчитләрни чарлап, кишиләрни тизимлаш, диний затларниң әһвалини игиләп туруш, сирттин кәлгән кишиләрни тизимлаш, сирттин кәлгән һәрқандақ кишиниң диний тәблиғ қилишини чәкләш оттуриға қоюлған.

Қутуби наһийәсиниң рамизан һарписида тарқатқан  2017‏-60‏-номурлуқ уқтурушида, йеза-кәнтләрниң рамизанда пуқраларни“җиһад” ниң маһийитини паш қилиш тоғрисидики сияси курс вә паалийәтләргә уюштуруш, “радикаллиқ” ниң 26 хил ипадисигә даир сөһбәт йиғини өткүзүш, роза тутушни тәшвиқ қилишни чәкләш, пуқраларға маркисизмлиқ тәрбийә елип бериш, диний сорунларда 24 саәтлиқ назарәтни йолға қоюш, сирттин кәлгән аптомобил вә шәхсләрни, нуқтилиқ аилә һәм кишиләрни назарәт қилишни күчәйтиш қатарлиқлар паалийәт вә тәдбирләрни елип беришни йолға қоюшни тәләп қилған.

Хитай һөкүмити хитайда мусулманларниң динйи әркинликигә толуқ һөрмәт қилиниватқанлиқини билдүрүп, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу җәһәттики тәнқидлирини рәт қилсиму, бирақ һәрйили рамизанда мусулманларға юқириқидәк тәдбирләрни йүзгүрүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.