Хитай һөкүмити “үрүмчи-қарамай-санҗи районини раваҗландуруш” пиланини зор күч билән иҗра қилмақчи

Мухбиримиз әзиз
2023.03.21

Хитай һөкүмитиниң карнийи болған шинхуа агентлиқиниң 21-марттики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном райони бойичә “үрүмчи-қарамай-санҗи районини юқури сүпәттә тәрәққий қилдуруш нәқ мәйдан йиғини” үрүмчидә чақирилған. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй “20-қурултайниң роһини қәтий вә толуқ өзләштүргән һалда йеңи сүпәттики тәрәққият мелодийисини яңритиш вә омумийүзлүк юқури сүпәттә раваҗландурушни әмәлгә ашуруш” ни тәкитлигән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи йиғинға уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң асаслиқ рәһбәрлири, шундақла үрүмчи, санҗи, қарамай қатарлиқ шәһәрләрниң рәһбәрлири, шуниңдәк биңтуән қармиқидики 8-, 11-, 12-дивезийәләрниң асаслиқ рәһбәрлири толуқ қатнашқан болуп, бу һал бу қетимқи йиғинниң бир қетимлиқ омумий вәзипә елан қилиш характеридә икәнликини әкс әттүргән.

Йиғинда бу қетимқи “бирләшмә район тәрәққияти” нишаниниң “дөләтниң алий мәнпәәти” гә, җүмлидин “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң оңушлуқ әмәлгә ешишиға, хитайдики “омумийүзлүк заманивилашқан сотсиялизим қуруш нишани” ға, шу арқилиқ хитайчә алаһидиликкә игә заманивилишиш қурулушини алға сүрүшкә мунасивәтлик чоң мәсилә икәнлики нуқтилиқ оттуриға қоюлған.

Йеқинқи йилларда хитай билән ғәрб дуняси оттурисидики сиясий вә иқтисадий мунасивәтләр барғансери йириклишип меңиватқанлиқи, шуниңдәк таҗсиман вирус юқуми кәлтүрүп чиқарған бир қатар мәсилиләр түпәйлидин хитайниң иқтисадий саһәдики чекиниши барғансери ашкара болуватқанлиқи мәлум. Шу қатарда хитай һөкүмитиниң “биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” шоари астида уйғур диярини хитайниң асаслиқ ишләпчиқириш базисиға айландуруши һәмдә биңтуәнни кеңәйтип хитай нопусини көчүрүшни тезлитиши буниңдики һәл қилиш чарилириниң бири, дәп қаралмақта. Радийомиз зияритини қобул қилған мутәхәссисләрдин доктур адрян зенз: “хитай һөкүмити һазир шималий шинҗаң районидики сиясий, иқтисад вә нопус қурулмиси әндизисини мустәһкәмләп, буларни тәдриҗи җәнубий шинҗаңға тәдбиқлашни җиддий тәдбир қатарида иҗра қиливатиду” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.