Рәһимә мәхмут әнглийә ташқи ишлар министириниң хитайға қаратқан зияритини тәнқид қилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.08.31

Әнглийә ташқи ишлар министири җәймис клеверлий 30-авғуст күни хитайда хитай муавин дөләт рәиси хәнҗең вә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкән. Бу әнглийә-хитай икки тәрәп рәһбәрлириниң 5 йил аридин кейинки тунҗи йүз көрүшүши болуп, униң хитай зиярити күчлүк инкас қозғиди.

Әнглийә-хитай мунасивәтлири хитайниң хоңкоңдики әркинликкә тәһдит селиши, әнглийәдә җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллиниши вә хитайниң бир қисим әнглийә парламент әзалириға уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғанлиқи үчүн җаза тәдбири қоюши һәмдә йәнә хитайниң русийәниң украина урушини қоллишидәк бир қатар сәвәбләр түпәйлидин җиддийләшкәниди. Шуңа клеверлийниң хитайға бармақчи болуши бир қисим өктичи партийәләр әзалирини нарази қилған.

Бирақ, әнглийә ташқи ишлар министири җәймис клеверлий юқиридики сәвәбләрни дәп икки тәрәпниң алақисини пүтүнләй үзүветишниң хаталиқини илгири сүрүп, өзиниң хитайдики зияритини ақлиған.

У әнглийә радийо-телевизийәси BBC гә қилған мәхсус сөһбитиниң нишаниниң келишәлмигән тәрәпләрдә “биваситә вә ениқ” сөзләш вә “өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған җайда һәмкарлишиш” пурсити издәш болғанлиқини әскәрткән шуниңдәк “шуңлашқа мән һәр қетим хитай һөкүмити вәкиллири билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ, шинҗаң, хоңкоң мәсилисини вә айрим делоларни оттуриға қойдум” дегән.

Дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим болса әнглийә ташқи ишлар вәзири җәймис кләверлийниң юқиридики җавабини қайил қиларлиқ, дәп қаримиған. У әнглийәдики нопузлуқ мәтбуатлардин “тамашибин журнили” (The Spectator) да мақалә елан қилип ташқи ишлар министири клеверлийни тәнқид қилған. У мақалисидә алди билән оқурмәнләрни тарихта йүз бәргән ирқий қирғинчилиқниң җавабкарлирини көз алдиға кәлтүрүшкә чақирип мундақ дегән: “сиз шу тарихий рәсимләрдә көргән җинайәтчиләрниң соғуқ йүзлирини әсләң вә әнглийә ташқи ишлар министириниң шулар билән қол елишип көрүшүп, уларға икки тәрәп мунасивитини қанчилик қәдирләйдиғанлиқини дегәнликини тәсәввур қилип беқиң, бу һәқиқәтәнму тәсәввур қилғусиз. Бирақ мән бир уйғур болуш сүпитим билән, буни тәсәввур қилишимниң һаҗити йоқ. Чүнки бүгүн җәймис клеверлий хитайға берип, хәлқимни йоқитишқа урунуватқанлар билән бир йәрдә туруш арқилиқ буни маңа көрсәтти”.

У җәймис клеверлийниң хитайға қилған зияритини хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини очуқ-ашкара тәнқид қилидиған сорунға айландуридиған пурсити бар туруп ундақ қилмиғанлиқи, әксичә “һәрбир рәһбәр билән айрим көрүшкәндә дедим,” дәп болди қилғанлиқини тәнқид қилип: “бу, уйғурларға йәтмәйду. Тарих клеверлийниң мениң хәлқимгә ирқий қирғинчилиқ йүргүзгүчиләр билән чүшкән достанә сүрәтлиригә һәргизму яхши баһа бәрмәйду” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.