“рәзил бамбук” тор һуҗумчисиниң уйғурлар вә тибәтләрни нишан қиливатқанлиқи паш болди
2023.09.26
Компютер тор һуҗумлиридин мудапиә көрүш саһәсидики даңлиқ ширкәтләрдин болған “волекситий” (Volexity) ширкити бирнәччә йиллиқ из қоғлап тәкшүрүш арқилиқ “рәзил бамбук” (илгири “көзи яман” дәпму аталған) намидики тор һуҗумчисиниң уйғурлар вә тибәтләрни, шуниңдәк бир қисим тәйвәнликләрни “ов нишани” қилип кәлгәнликини байқиған.
“хаккерлар хәвәрлири” ториниң 25-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, “рәзил бамбук” дәп нам берилгән мәзкур тор һуҗумчиси уйғур вә тибәт паалийәтчилирини нишан қилидиған болуп, улар сахта тор бәтлири ясаш вә сахта иҗтимаий таратқу һесабатлири арқилиқ қариға елинған нишанни өзигә җәлп қилидикән. “нишан” мана мушу “рәзил бамбук” ачқан тор бәтни яки һесабатни зиярәт қилғанда алаһидә тәйярланған җасуслуқ юмталлири бу торбәтләрдин аптоматик һалда ашу кишиниң “алма” (Apple) яки “андройид” (Android) телефонға орнитилидикән. Униңдин кейин бу телефон арқилиқ “овниң иккинчи қәдими” оттуриға чиқидикән.
“волекситий” ширкити өткән һәптә елан қилған бу һәқтики мәхсус доклатта ейтилишичә, “рәзил бамбук” намлиқ тор һуҗумчиси чәтәлләрдики топлуқларда мәвҗут болған “ов нишани” ниң һесабини юқириқи усулда қолға чүшүрүп болғандин кейин, “сигнал” (Signal) яки “телеграмма” (Telegram) қатарлиқ алақилишиш супилирида ашу кишиниң намида бир топ қуридикән. Андин бу топқа қошулғанларға вирус пирограммилири қачилинип, техиму кәң көләмлик “ов” оттуриға чиқидикән.
“волекситий” ширкитиниң мәсуллиридин каллум роксан (Callum Roxan) бу һәқтә тохтилип “бу хилдики қилмишлар ‛телеграмма‚ вә ‛сигнал‚ да, шуниңдәк ‛ватсәп‚ (WhatsApp) мунбиридә әң көп байқалди. Һуҗумчилар һәрқачан фейсбок (Facebook) , инстиграм (Instagram) , реддит (Reddit) , X (йәни бурунқи тиветтер) вә ютуб (YouTube) қатарлиқларда сахта һесаб ачиду” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур тор һуҗумчиси “начар базар” (BADBAZAAR) намида “гугил” базириға чиқирип қойған әп асасән уйғурларни вә мусулманларни нишан қилидиған болуп, бу хил әпләрни чүшүргәнләр асасән охшаш һуҗумға учрап кәлгән.