Әркин асия радийоси дөләтлик ахбарат кулубида муһакимә йиғини өткүзди
2023.09.21

21-Сентәбир күни америка пайтәхти вашингтондики “дөләтлик ахбарат кулуби” да әркин асия радийоси саһибханилиқида мәхсус муһакимә йиғини чақирилди. Йиғинда уйғурларниң нөвәттики қирғинчилиққа қаршилиқ көрситиш тиришчанлиқи һәмдә муһаҗирәт муһитида уйғур җамаәт топини қуруп чиқиш әһвали тонуштурулди. Шуниңдәк мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берилди.
“кәчмишләрни сөзләшниң қудрити: уйғурларниң мәвҗутлуқ һекайиси” темисидики йиғинда җорҗ вашингтон университетиниң пирофессори шан робертс (Dr. Sean R. Roberts), ақ сарай қармиқидики дөләт хәвпсизлик кеңиши хитай бөлүминиң сабиқ директори әлнигар илтәбәр, йетиливатқан уйғуршунас әлис андерсон (Dr. Elise Anderson), әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң мудири алим сейтоф қатарлиқлар әзиз меһман қатарида айрим-айрим сөз қилди. Шундақла уйғур җәмийити дуч келиватқан түрлүк қабаһәтләргә уйғурларниң қандақ шәкилләр арқилиқ қаршилиқ көрситип келиватқанлиқи һәққидики әһвалларни тонуштурди.
Йиғинниң ечилиш мурасимида әркин асия радийосиниң пирезиденти бай фаң ханим сөз қилип “радийомизниң уйғур бөлүми дуняға уйғур қирғинчилиқини паш қилған йеганә вә мустәқил ахбарат оргинидур” деди. Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси майк галлагер (Mike Gallagher) бу қетимқи йиғинға әвәткән видийолуқ сөзидә әркин асия радийосиниң өткән 28 йиллиқ мусаписигә наһайити юқири баһа бәрди. У сөзидә “ хитайниң бу төмүр пәрдиси һаман бир күни ғулап чүшиду” дәп көрсәтти.
Йиғинда йәнә әркин асия радийоси ишлигән бу һәқтики һөҗҗәтлик филимниң биринчи қисми йиғин әһлигә қоюп берилди. Буниңда уйғур дияридики қирғинчилиқ сәвәбидин уруқ-туғқанлиридин җуда болған һәмдә түрлүк роһий асарәткә гириптар болған түркийәдики уйғур муһаҗирлириниң бу хил бесимларға қарши түрлүк һәл қилиш чарилирини тепип чиқиш тиришчанлиқи тәсвирләнгән. Пирофессор шан робертис бу һәқтә сөз қилип “хитай компартийәси һазир саяһәтчилик тәшвиқатини қайтидин оттуриға чиқириватиду. Шундақла саяһәтчиликниң шолиси арқилиқ бу районда немиләрниң болуватқанлиқини унтулдурмақчи болуватиду. Растини десәм һазир һечқандақ сөз қилиш әркинлики қалмиған бу маканда бир уйғур болушниң қандақ иш икәнликиниму тәсәввур қилалмаймән” деди.