Алмутадики а. Розибақийеф намидики уйғур гимназийәси унеско тәркибидики мәктәбләр тизимигә киргән
2017.03.18
Қазақистанда чиқидиған җумһурийәтлик уйғур тилидики гезит-“уйғур авази” ниң хәвәр қилишичә, өткән һәптә алмута шәһиридики абдулла розибақийеф намидики уйғур гимназийәси “унеско тәркибидики мәктәпләр” тизимигә киргүзүлгән.
Бу қазақистанда “унеско тәркибидики мәктәпләр” тизимигә киргән 27 мәктәб ичидики бирдин-бир уйғур мәктипи икән.
Игилинишичә, алмута шәһиридики а. Розибақийеф намидики 153-мәктәп, йәни уйғур гимназийәси 2009-йилидин етибарән 4 тилда оқутуш елип берип, нөвәттә алмутадики әң яхши мәктәпләрниң биригә айланған.
Хәвәрдә дейилишичә, а. Розибақийеф намидики уйғур гимназийәси 2016-йили алмута шәһиридики әң яхши 5 оттура мәктәпниң бири қатариға киргән. Мәзкур мәктәпни тамамлиған оқуғучиларниң 70 пирсәнттин көпрәки алий мәктәпләргә учурма болған.
Мәлумки, уйғурларниң вәтән сиртидики әң чоң җамаити қазақистанниң алмута вә йәттәсу райониға мәркәзләшкән болуп, қазақистандики уйғурлар муһаҗирәттики уйғурларниң сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлиридә муһим ролларни ойнимақтикән.