Русийә сүрийәдә һава һуҗумини башлиди

Мухбиримиз үмидвар
2015.09.30

Америкиниң с н н телевизийәсиниң, америкиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң тәминлигән учури асасида хәвәр қилишичә, русийә һава армийиси чаршәнбә күни сүрийәдә тунҗи қетим һава һуҗуми елип барди.

Бу һава һуҗуми сүрийәниң хомс шәһири йенида елип берилди. Мәзкур һава һуҗуми елип берилиш алдида русийә федератсийә кеңиши русийә президентиға чәтәлләрдә һәрбий күч ишлитиш һоқуқи бәргән иди.

Русийәниң та с с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә федератсийә кеңиши 162 беләт билән президентниң чәтәлдә һәрбий күч ишлитиш илтимасини тәстиқлиған.

Русийәниң сүрийәдә “ислам дөлити”гә қарши тунҗи қетим һава һуҗуми башлиғанлиқини русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси игор конашенков рәсмий дәлиллиди.

Русийә президент аппаратиниң башлиқи сергей иванов, федератсийә кеңишиниң бу қетимқи тәстиқиниң русийә армийисиниң пәқәт сүрийә һөкүмитиниң ислам дөлитигә қарши күришигә һавадин ярдәм беришигә қаритилғанлиқини илгири сүргән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийә федератсийә кеңиши сүрийәгә һава армийиси арқилиқ ярдәм бериш қарарини чиқирип узун өтмәй, сүрийә һөкүмитиму президент бәшир әсәдниң сүрийә дөлити намидин русийә президенти владимир путинға сунған тәлипигә бинаән русийәниң сүрийәгә һәрбий авиатсийә күчи әвәткәнликини җакарлиған.

Буниңдин илгири русийә күрәшчи айропиланлириниң сүрийәниң латакийә һава армийә базисиға җайлашқанлиқи, у йәрдә 600 нәпәр русийә һәрбий хадими барлиқиға аит хәвәрләр оттуриға чиққан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.