Русийәниң таҗавузчилиқ урушини қоллиған 300 дин артуқ ширкәт вә шәхс американиң қара тизимликигә киргүзүлгән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.06.13

Америка русийәниң украинадики таҗавузчилиқ урушиға ярдәм бериш билән әйибләнгән 300 дин артуқ шәхс вә ширкәткә җаза тәдбири елан қилған. Улар хитай, җәнубий африқа, әрәб бирләшмә хәлипилики вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики шәхс вә ширкәтләр икән.

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка малийә министири җанет йелен 12-июн күнидики баянатида, бу җаза тәдбириниң русийәниң украинадики урушни давамлаштуруш үчүн керәклик материял вә үскүниләргә еришиш йоллирини кесишни мәқсәт қилғанлиқини ейтқан.

У мундақ дегән: “биз русийә билән пул муамилиси қиливатқан чәт әл ширкәтлиригә келидиған хәвпни ашуруватимиз һәм уларниң җазасиз қелишиға йол қоймаслиқ үчүн тәдбир қоллиниватимиз. Биз бу арқилиқ русийәниң чәт әл техникиси, үскүнилири, юмшақ деталлири вә техника мулазимитидин бәһримән болуш иқтидарини төвәнләтмәкчимиз.”

Америка һөкүмити тәрипидин қара тизимликкә елинған ширкәтләр ичидә 7 хитай ширкити бар болуп, улар русийәгә қорал-ярағ системисида ишлитишкә болидиған милйон доллар қиммитидики материялларни русийәгә тошуған икән.

Бундин башқа, америка сода министирлиқи 12-июн күни йәнә хоңкоңға җайлашқан 8 хитай ширкитигә айрим-айрим җаза елан қилған. Америка уларни “русийәни йерим өткүзгүч билән тәминлиди” дәп әйиблигән.

Әң йеңи тәдбирләргә асасән, америка йәнә “һәрбий санаәт базиси” ға болған ениқлимисини кеңәйтип, һәр қандақ бәлгиләнгән орунлар билән сода қилидиған чәт әл пул-муамилә органлириға аталмиш иккиләмчи җаза йүргүзүшни йолға қойидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.