Украинаниң қаршилиқи дуняви қоллашқа еришмәктә

Мухбиримиз әзиз
2022.03.07

Русийә армийәсиниң украинаға таҗавуз қилиши хәлқараниң күчлүк әйиблишигә дуч келиватқанда, украинаниң қәтий қаршилиқ көрситиш роһи дуня миқясида омумиййүзлүк қоллашқа еришишкә башлиди.

Әнглийә радийо ширкити (BBC) ниң 5-марттики хәвиридә ейтилишичә, америка ташқий ишлар министири антони блинкен әпәнди уларниң зияритини қобул қилғанда “урушниң қанчилик давам қилишиға бирнәрсә дейәлмәймән. Әмма украинани җәзмән мәғлуб болиду, дәп қаримаймән” дегән. Шуниң билән биргә украина армийәси вә хәлқиниң қәтийлик билән қаршилиқ көрситиш роһиға йүксәк баһа бәргән.

Америка аммиви радийо ширкити (NPR) ниң 6-марттики хәвиридә ейтилишичә, русийәниң украинаға таҗавуз қилиши көп тәрәплимә ақивәтләрни пәйда қилмақта икән. Бүгүнгичә аз дегәндиму 400 гә йеқин украина пуқраси русийәниң таҗавузчилиқ урушида өлгән болуп, һәқиқий санниң буниңдинму көп икәнлики тәкитләнмәктә икән. Уруш түпәйлидин һазирға қәдәр бир йерим милйон украиналиқ мусапир қошна дөләтләрниң чеграсидин өткән һәмдә явропада иккинчи дуня урушидин буянқи әң зор мусапирлар киризисини пәйда қилған. Шуниң билән биргә русийәниң өзидә бәш миңчә киши русийә президенти путинниң украинаға таҗавуз қилишини әйибләп намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинған.

Америка вә явропа дөләтлириниң русийәни чәкләш үчүн тәңла ишқа салған бир муһим тәдбири русийәдин импорт қилиниватқан бир қисим мәһсулатларни, җүмлидин хам нефитни импорт қилишни тохтитиш болуп, нөвәттә һәрқайси җайлардики бензин баһасиниң тездин өрләп кетишигә сәвәб болмақта икән.

Һалбуки, росийәниң украинаға һуҗум қилиши һәққидә пул-муамилә саһәсидикиләрниң бәзи өзгичә қарашлири һәрқайси ахбарат вастилириниң диққитини қозғимақта икән. CNBC Агентлиқиниң 7-марттики хәвиридә ейтилишичә, америкилиқ милярдер, “першиң мәйдани” ширкитиниң рәиси бил акман (Bill Ackman) бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “үчинчи дуня урушини башлинип кәтти, десәкму хаталашмаймиз. Әмма бизниң буни етирап қилишимиз бәк аста болуватиду. Ғәрб дунясиниң русийәгә дегәндәк қаттиқ болмай кәлгәнлики путинниң йүрикини йоғинивәткән әң чоң амил” дегән.

Мәлум болушичә, нөвәттә русийә һөкүмити “NATO бу ишқа бивастә арилашса, биз ядро қоралини ишлитишкә мәҗбур болуп қалимиз” дәватқанлиқи үчүн явропаниң бу урушқа бивастә қол тиқиши дегәндәк кәң вә әмәлий болмай кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.