Ғәрб русийәниң украина земинлирини ‍өзигә қетивелишиға қарита униңға қарши ембаргони күчәйтти

Мухбиримиз әркин
2022.09.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка билән явропа иттипақи русийәниң украинада ишғал қиливалған 4 районни қанунсиз өзигә қошувелишиға қарита униңға қарши ембаргони күчәйткән. Әнглийә ахбарат тори BBC ниң хәвәр қилишичә, америка малийә министирлиқи 30-сентәбир ембаргониң русийәниң икки хәлқаралиқ тәминләш зәнҗири, русийә пул-муамилә ул әслиһәлириниң 3 нәпәр рәһбири, бәзи русийә әмәлдарлириниң биваситә аилә әзалири вә 278 нәпәр русийә парламент әзасини өз ичигә алған украина урушиниң арқисидики русийә “һәрбий санаәт аппаратлири” ни нишанға алғанлиқини билдүргән. Америка малийә министири җәнет йелен: “путин алдамчилиқ билән украинаниң бир қисим земинлирини өзигә қошувалмақчи болса, биз буниңға қарап турмаймиз” дегән.

Президент байден, русийәниң украинаниң төт районини алдамчилиқ билән өзигә қошувелиши, хәлқара қанунға хилаплиқ икәнликини билдүргән. BBC Ниң ейтишичә, охшаш бир вақитта явропа иттипақи билән әнглийәму һәрикәткә өткән. Хәвәрдә, явропа иттипақиға әза дөләтләр әлчилириниң 30-сентәбир бирюсселға топланғанлиқи, ембарго тәдбирлириниң келәр һәптә елан қилиниши мүмкинлики, ембаргониң импорт, експорт чәклимиси, шундақла санаәтләшкән 7 дөләтниң нефит баһасиға чәклимигә қоюш тәклипиниму өз ичигә елиши мүмкинлики билдүрүлгән.

Бирақ украина дөләт мудапиә министири дмитро кулеба, бу йеңи ембарго тәдбирлириниң йетәрлик әмәсликини ейтқан. Украина президенти зелинеский болса, русийә президенти путинниң украинаниң 4 районини русийәгә қошувелишқа урунуши билән “украинаниң ш а ә т ға тезрәк кириш илтимасиға имза қоюш арқилиқ һәл қилғуч қәдәм ташлиғанлиқи” ни билдүргән.

Русийә президенти пүтүн 30-сентәбир украинаниң русийә армийәси тәрипидин ишғал қиливелинған донетсик, логаниск, керсон вә запорижия қатарлиқ 4 районини рәсмий русийәгә қошувалғанлиқини елан қилип, ядро қораллирини ишлитиш тәһдитидә болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.