Хитай украина урушида русийә һәрбий санаитини илғар машина үскүниләр билән тәминлигүчи асаслиқ дөләткә айланған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.02

Русийәниң 2022-йили 2-айда украинаға қораллиқ һуҗум қилишидин бери, хитайниң русийәни илғар машина үскүнилири билән тәминлиши он һәссә көпәйгән.

“малийә вақти” гезитиниң ашкарилишичә, хитай москва һәрбий санаити үчүн интайин муһим болған “компютер рәқәмлик контрол” үскүнилири билән тәминләштә асаслиқ орунға өткән. Хәвәрдә, русийәниң компютерлашқан ишләпчиқириш мәшғулати, йәни алдин программиланған юмшақ детал вә код ишләпчиқириш үскүнилириниң һәрикитини тизгинләш әсваби болған CNC йәни “компютер рәқәмлик контрол” үскүнилири билән тәминлиши он һәссә көпәйгәнлики, бу тәрәққият русийәниң бу мәһсулатларға еришишини чәкләп келиватқан иттипақдаш дөләтләр үчүн чоң әндишисигә айланғанлиқи қәйт қилинмақта.

“малийә вақти” гезитиниң көрситишичә, хитай 2022-йили 2-айда русийәни 6.5 Милйон долларлиқ “компютерлашқан рәқәмлик контрол” үскүниси билән тәминлигән болса, 2023-йили 7-айда 68 милйон долларлиқ мәһсулат билән тәминлигән. Мутәхәссисләр бу тәрәққият хитай билән русийәниң һәрбий санаәт саһәсидики һәмкарлиқиниң қанчилик чоңқурлашқанлиқини көрситиду, дәп қаримақтикән. Бурун явропа иттипақи, русийәниң “компютер рәқәмлик контрол” үскүнилирини импорт қилидиған асаслиқ мәнбәси болсиму, лекин русийәниң украинаға таҗавуз қилишидин кейин, явропа иттипақи униңға чәклимә қойғаниди. Мәлум болушичә, америка һөкүмити өткән йили 11-айда русийәгә “компютер рәқәмлик контрол” үскүнилирини експорт қилишни бирдәк чәклигән. “малийә вақти” гезити, нөвәттә русийәгә “компютер рәқәмлик контрол” үскүнилирини давамлиқ импорт қиливатқан хитай ширкәтлириниң американиң җазалишиға учраш хәвпигә дуч кәлгәнликини билдүрмәктә.

Хитай русийәни әҗәллик қоралла р билән тәминлигәнлики, униң украина урушини қоллиғанлиқини инкар қилсиму, әмма униңға ембарго йүргүзүшни рәт қилип кәлди. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, хитайниң русийәни нефит, машина, истемал буюми, аптомобил қатарлиқ мәһсулатлар билән тәминлиши, ембарго астидики русийә иқтисадини сақлап қелишқа ярдәм бәрмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.