Русийә хитайниң “үндидар” торини русийәдә ишлитишни чәклиди

Мухбиримиз үмидвар
2017.05.07

Русийә даирилири хитайниң үндидар иҗтимаий алақә торини русийәдә ишлитишни чәклигән. Русийәниң “утро.Ру” қатарлиқ тор сәһипилириниң хәвиридә көрситилишичә, русийә учур-алақә назарәт идариси 5-май күни уқтуруш тарқитип, үндидарниң русийәдә бирдәк һалда 4-май күнидин етибарән тақалғанлиқини елан қилған.

Бир қанчә күндин буян русийәдики бир қанчә үндидар тор алақиси тәминләйдиған торлар иштин тохтиғандин сирт йәнә янфонларға қачиланған үндидар сөз қалдуруш вә сөз әвәтиш васитилириму тақалған.

Һазирчә русийә даирилириниң үндидар торини ишлитишни чәклишиниң конкрет сәвәби ениқ әмәс болсиму,әмма бу һәқтә һәр хил қияслар мәвҗут.

Русийәниң үндидар торини чәклиши русийә президенти владимир путинниң келәр һәптә хитайни зиярәт қилип, хитай рәһбири ши җинпиң билән көрүшүши һәмдә “бир бәлвағ, бир йол” йиғиниға қатнишиши алдиға тоғра кәлгән иди.

Мәлум болушичә, буниңдин илгири русийә “Line”, “blackberry”, “imo” қатарлиқ алақә васитилирини русийәдә қоллинишни чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.