Русийәдики президент сайлимида путинниң утуши ениқ болмақта
2018.03.18
Йәкшәнбә күни русийәдә президент сайлими елип берилди. Һазир вәзипә өтәватқан президент путинни өз ичигә алған 8 намзат президент сайлимиға чүшкән болсиму, лекин көпинчә көзәткүчиләр путинниң бу қетимқи сайламда ғәлибә қилип, русийәни йәнә 6 йил идарә қилишида шәк йоқлуқини җәзм қилишмақта.
Путинниң риқабәтчилири ичидә әсәбий милләтчилик билән тәнқид қилинған владимир жриновскийму бар. Булардин башқа йәнә русийә тарихида тунҗи қетимлиқ аял президент намзати ксения собчакму бар. Өктичиләр рәһбири вә президент намзати навалний болса, түрмигә ташлинип, сайламға қатнишиштин мәһрум қилинған. Мундақ әһвалда бу намзатларниң һечқайсиси путинниң ғәлибә қилишиға тәһдит пәйда қилалмайдикән.
Русийә агентлиқлириниң йезишичә, русийәдә 109 Милйон сайлиғучи тизимға елинған болуп, йәкшәнбә күни русийәниң 11 районида беләт ташлаш башланған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, москва вақти саәт 17ғичә 51% адәм беләт ташлап болған шуниңдәк махачқала вә башқа бир қисим җайлардики сайлам понкитлирида сайламға хилап қилмишлар һәм җедәлләр чиққан.
Бу йил 65 яшқа киргән владимир путин һакимийәтни игилигән 18 йилдин буянқи өзиниң төтинчи нөвәт президент болушини күтмәктә. Бу қетимқи президент сайлими русийәниң америка билән болған мунасивәтлири техиму соғуқлашқан, ғәрбниң русийәгә ембарго қоюши билән русийә иқтисади техиму начарлашқан мәзгилигә тоғра кәлди. Униң үстигә путинниң русийә өктичилиригә қаттиқ зәрбә берип, русийә демократийисиниң чекинишигә сәвәб болғанлиқи хәлқаралиқ һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқидлинип келинмәктә иди.