Хитай һөкүмити “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” ни давам қилмақта
2020.11.17
“ақсу ахбарат тори” ниң 13-ноябирдики хәвиридә ейтилшичә, ақсу вилайити тәвәсидә икки милйонға йеқин киши “һәқсиз саламәтлик тәкшүртүш” хизмитигә қатнашқан. Буниң ичидә балилар вә яшинип қалғанларму бар икән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу хилдики “һәқсиз саламәтлик тәкшүртүш” өткән бәш йилдин буян давам қиливатқан болуп, тәкшүрткүчиниң “саламәтлик архипи” бирдәк һөкүмәтниң “аммиви сәһийә мулазимәт системиси” ға киргүзүлгән. Шундақла саламәтлик тәкшүрткәнләрниң һәммисигә бирдәк архип турғузуш пиринсипи бойичә барлиқ кишиләрниң саламәтлик архипи уларниң хәвири бар яки йоқ болушидин қәтинәзәр, бирдәк һөкүмәтниң санлиқ мәлуматлар амбириға топланған.
Өткән мәзгилләрдин буян хитай һөкүмитиниң бу хилдики “һәқсиз саламәтлик тәкшүртүш” хизмитиниң әмәлийәттә уйғурларниң биологийәлик учурлирини топлаш һәмдә техиму үнүмлүк контрол қилиш икәнлики һәққидә түрлүк пикирләр оттуриға чүшкән иди. Йәнә бәзиләр болса бу хил тәкшүрүшниң лагерлардики “адәм организимлирини оғрилаш” қилмишиниң тәйярлиқи икәнликини алға сүрүп кәлгән иди. Нөвәттә бу хилдики тәкшүрүшниң изчил давам қилиши техиму зор гуманларни қозғимақта икән.