Уйғур или хитайниң ашлиқ базисила әмәс, униң әң чоң салмон белиқи йетиштүрүш базисиғиму айландурулмақчи
2025.02.10
Хитай һөкүмити уйғур елини хитайниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш базисиға айландуруш истратегийәси бойичә терилғу көлими вә ашлиқ ишләпчиқириш миқдарини ашуруш билән бир вақитта йәнә хитайдики әң чоң салмон белиқи йетиштүрүш базисиға айландурушқа киришкән.
“бейҗиң гезити” ниң ашкарилишичә, уйғур елиниң бу йил салмон белиқи ишләпчиқириш салмиқини хитайниң мәмликәтлик омуми хам салмон ишләпчиқириш салмиқиниң 30 пирсәнтидин ашуруп, хитайдики әң чоң салмон белиқи йетиштүрүш базисиға айлиниши күтүлмәктикән. Хәвәрдә, хитай даирилириниң буни ишқа ашуруш үчүн йеңи техникиларни қоллиниватқанлиқи қәйт қилинмақта.
Хитайниң бу пилани, 2024-йили уйғур елиниң омуми терилғу йәр көлими 106 милйон моға йетип, хитай бойичә 5-орунни игилигән, районда 2 милйон 290 миң мо терилғу йәр көпәйгән, бу хитайда өткән йили көпәйгән омуми терилғу көлиминиң 38.6 Пирсәнтини тәшкил қилип, районниң омуми ашлиқ ишләпчиқириши 46 милярд 600 милйон җиңға йәткәнлики қәйт қилиниватқан бир пәйттә оттуриға қоюлмақта.
“сина малийә хәвәрлири” дә, 2024-йили уйғур елиниң нилқа, тоққузтара қатарлиқ наһийәләрниң көп җайлирида салмон белиқи синақ базилириниң қурулуп, мувәппәқийәт қазанғанлиқи, бу синақ базилириниң бу йил алтай, қәшқәр қатарлиқ җайларға кеңәйтилидиғанлиқи билдүрүлгән. Хитай таратқулириниң өткән йили бәргән хәвәрлиридә, шәндуңдики “мейҗя гуруһи” ниң районда белиқчилиқ мәйданлирини қурғанлиқи, униң мәкит наһийәсидики белиқчилиқ мәйданида деңиз мәһсулатлириниң ишләпчиқириватқанлиқини билдүргән. Һалбуки, америкадики “қанунсиз окян қурулуши” тәшкилати 2023-йили 10-айда, шәндуңдики мәзкур деңиз мәһсулатлири ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишлитидиғанлиқини ашкарилиған. Арқидинла америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи “мейҗя гуруһи” ни қарар тизимликкә киргүзгәниди. Лекин “сина малийә хәвәрлири” ниң ашкарилишичә, хитай тәтқиқатчилири сирттин импорт қилинған көпийиш иқтидари йоқ үч хрумосумилиқ “һәсән-һүсән салмонлири” ниң генини өзгәртиш арқилиқ, “шинҗаңниң асаслиқ салмон түрлиридә импортқа тайиниш мәсилиси” ни һәл қилған.
Охшаш бир вақитта, уйғур аптоном районлуқ йеза игилик тармақлириниң бу йиллиқ йеңи ашлиқ ишләпчиқириш пилани бекитип, 2025-йили өткән йилқидин бир милярд җиң артуқ ашлиқ ишләпчиқиришни оттуриға қойған. Һалбуки, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу пилан техиму көп уйғур йәккә деһқанчилиқ аилилириниң терилғу йәрлириниң тартивелинип, көләмләшкән хитай деһқанчилиқ фермилириға өткүзүп берилишини күчәйтишидин әндишә қилмақта.