Хитай һөкүмитиниң “вухән вируси” һәққидики учурларни қамал қиливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә
2020.01.22
Хитайниң вухән шәһиридин тарқалған вә һазир “вухән вируси” дәп атиливатқан бу вирус билән юқумланғучилар сани тез сүрәт билән көпәймәктә. CNN Ниң хәвәр қилишичә, 22-январ күни вирус билән өлгәнләр сани 17 ға, юқумланғучилар сани 500дин ашқан.
Блумберг хәвәрлиридин мәлум болушичә, “вухән вируси” дәп атиливатқан юқумлуқ вирусниң тарқилиш еһтималлиқиға қарши америка вә японийә қатарлиқ дөләтләр айродромларда саламәтлик тәкшүрүш тәдбирлирини чиңитқан. Болупму һазир хитайниң чаған байрими мунасивити билән милйонлиған хитай саяһәтчи чәтәлләргә саяһәткә чиқидиған мәзгил болғачқа бу саяһәтчиләрниң кесәл тарқитиш еһтималлиқи күчлүк әндишә қозғиған. Америка кесәлликниң алдини елиш мәркизи чекаго вә атланта айродромлирида йолучиларниң саламәтликини тәкшүрүшни башлиған. Хитай саяһәтчиләр көп баридиған дөләт болған японийәму сәйшәнбә күнидин етибарән һәрқайси кириш еғизлирида карантин вә тәкшүрүш понкитлирини көпәйткән.
Блумберг хәвәрлиридә билдүрүлүшичә, хитай һөкүмити 17 йил аввал “SARS” вируси һәққидә хәлқараға тездин хәвәр бәрмигәнлики үчүн, вирусниң дуня миқясида 800 дин көп җан елишиға сәвәб болди, дәп тәнқид қилинидикән. Бу нөвәт хитай “вухән вируси” һәққидә дуняға балдур агаһландуруш бәргән болсиму, бирақ блумбергниң бу һәқтики зияритини қобул қилған бир қисим мутәхәссисләр “хитай бу мәсилидә йәнила йетәрлик дәриҗидә очуқ-ашкара болмайватиду,” дегән.
Америка дөләт мәҗлис әзалиридин том коттон болса 22-январ күни тивиттирға инкас йезип: “хитай компартийәси әҗәллик вирус мәсилисидә дуняни йәнә бир қетим қараңғулуқта қойди. Бундақ зиянлиқ һәрикәт вирусниң йәниму кәң көләмдә йейилишиға шараит һазирлап бериду. Бу вирусниң тарқилишчан кесәлгә айлинип кетишиниң алдини елиш үчүн бейҗиң дәрһал бу мәсилидә пүтүнләй очуқ-ашкара болуши керәк” деди.
“блумберг хәвәрлири гезити” му бу һәқтики хәвиридә, хитай һөкүмитиниң бу вирусниң сиясий муқимсизлиққа сәвәб болушидин еһтият қиливатқанлиқини билдүрди. “ню-йорк вақти” гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити иҗтимаий таратқуларда вирус һәққидә “өсәк сөз” тарқитишни чәкләп, бу һәқтә һөкүмәттин пәрқлиқ гәп қилғанларни җимиқтурмақтикән. Бирақ шундақ болушиға қаримай, хитайдики иҗтимаий таратқуларда тор аммисиниң һөкүмәтни бу вирус һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат бериш һәққидики чақириқлири күчәйгән. Болупму японийә, җәнубий корейә, тайланд, америка қатарлиқ дөләтләргә йетип барған бу вирусниң хитай миқясида вухәндин башқа шәһәрләрдә техи уқтуруш қилинмаслиқи диққәт қозғиған.