Лагер шаһити сайрагүл саутбай германийәниң “нүренбург хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” ға еришкән

Мухбиримиз әркин
2022.05.16

Қазақ лагер шаһити сайрагүл саутбай 15-май күни германийәниң нүребург шәһридә өткүзүлгән дағдуғилиқ мурасимда 2021-йиллиқ “нүренбург хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” ни тапшуривалған.

Нүренбург тиятирханисида германийәдики һәр саһә затлириниң қатнишиш билән өткүзүлгән дағдуғилиқ мурасимда мәзкур мукапатни сайрагүл ханимға нүренбург шәһриниң башлиқи маркус көниг тапшуруп бәргән. “нүренбург хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” германийәниң нопузлуқ мукапатлириниң бири болуп, баһалаш һәйити өткән йили 3-айда сайрагүл саутбайниң бу мукапатқа лайиқ көрүлгәнликини елан қилған болсиму, бирақ мукапат тарқитиш мурасими корона вируси юқуми сәвәблик һазирға кечиктүрүлгән. Баһалаш һәйити өткән йили мукапатниң сайрагүлгә берилгәнликини елан қилғандин кейин, бу хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Шу сәвәбтин хитайниң шинҗен шәһири германийәниң нүренбург шәһири билән болған “қериндаш шәһәрлик” мунасивитини бикар қилған.

“нүренбург хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” ниң тәшкилий һәйити өткән йили елан қилған баянатида, сайрагүл саутбайниң хитай компартийәсиниң уни җимиқтурушқа урунуш йолидики қаттиқ тәһдит вә қорқутушлириға қаримай, “дуняниң лагерларда немә иш болуватқанлиқи вә хитай компартийәсиниң немиләрни пиланлиғанлиқини билиши үчүн шаһитлиқ бәргәнлики”, униң көрсәткән җасаритигә бу мукапатниң униңға лайиқ көрүлгәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, мукапат тарқитиш мурасимиға сайрагүл саутбайниң йолдиши билән икки пәрзәнтиму қатнишип, униңға һәмраһ болған. “нүренбург хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” 1995-йили тәсис қилинған болуп, бу мукапат сайрагүлни қошуп һесаблиғанда һазирға қәдәр 16 кишигә берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.