Америка һәрбий қомандани хитай сенкаку (дявйү) арилиға һуҗум қилса америка японийәни қоғдайду, деди

Мухбиримиз әркин
2016.01.28

Америка тинч окян флотиниң қомандани, адмирал харрий харис, игилик һоқуқи японийә-хитай оттурисида талаш-тартиштики сенкаку (дявйү) арилида тоқунуш партлиса, америка японийәгә ярдәмлишип хитайға тақабил туриду, дегән.

Харрий харис, сенкаку (дявйү) арилиниң америка-японийә ортақ бихәтәрлик шәртнамисигә асасән қоғдилидиғанлиқини билдүргән. Адмирал харис бу сөзни чаршәнбә күни америка тәтқиқат орни‏-истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизидә сөзлигән нутқида тәкитлигән.

Әмма у йәнә, хитайни потенсиал таҗавузчи, дәп көрсәткән. Президент обамани өз ичигә алған америка һөкүмәт әмәлдарлири изчил сенкаку арили 1960‏-йили имзаланған америка-японийә ортақ бихәтәрлик шәртнамисиниң қоғдаш даирисигә киридиғанлиқини әскәртип кәлгән болсиму, әмма улар һазирға қәдәр хитайни “потенсиал таҗавузчи” дәп атап бақмиған иди.

Адмирал харис йәнә, хитайниң җәнубий деңиз араллиридики айродром қурулуши һәққидә тохтилип, буниң һәрбийләштүрүш һәрикити икәнликини, америка бу аралларниң әтрапида давамлиқ чарлаш елип баридиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.