Хитайниң шәрқий деңизда узун мәнзиллик уруш айропиланлирини учуруши японийәниң инкасини қозғиди

Мухбиримиз әркин
2017.08.25

Хитайниң узун мәнзиллик бомбардиманчи айропиланлири пәйшәнбә күни японийә земининиң йенидин учуп өткәндин кейин, буниңға японийә дөләт мудапиә министири инкас қайтуруп, бейҗиңниң һәрикитигә диққәт қиливатқанлиқини билдүргән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә дөләт мудапиә министири итсунори онодера җүмә күни өткүзгән ахбарат йиғинида: “бу, хитай һәрбий айропиланиниң бизниң хатиримиздә тунҗи қетим бу йолдин учуп өтүшидур. Биз буниңға диққәт қиливатқанлиқимизни дипломатик қаналлар арқилиқ (хитайға) йәткүздуқ” дегән. Хитайниң 6 бомбардиманчи айропилани пәйшәнбә күни шәрқий деңизни бойлап японйә земининиң йенидин учуп өткән.

Анализчиларниң илгири сүрүшичә, хитай уруш айропиланлири японийә һава бошлуқиға кирмигән болсиму, бирақ униң шәрқ деңиз вәзийити җиддийлишип кәткән бундақ шараитта японийә земиниға йеқинлишиши японийәни биарам қилған.

Хитай уруш айропиланлириниң йеқиндин буян тәйвән вә японийә контроллуқидики аралларниң әтрапида учуш маневири елип бериши японийәдин башқа тәйвәнниң диққитини қозғиған. У, хитай һава армийәси бу айниң башлирида өткүзгән 3 күнлүк маневирида армийәсини җиддий һаләткә өткүзгән иди. Бирақ, хитай һөкүмити җүмә күни японийәниң пикрини рәт қилип, буниң бир “нормал” маневир икәнликини вә һечким хитай айропиланлириниң маневирини тосуп қалалмайдиғанлиқини билдүргән.

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқи җүмә күлни һава армийә баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, “қандақ қаршилиққа учрисун, хитай һава армийәси учушини бурунқидәк давамлаштуриду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.