Рабийә қадир ханим, ши җинпиңниң америка зиярити уйғурларниң һоқуқини тәләп қилидиған пурсәткә айландурулуши керәк, деди
2015.09.24
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим ши җинпиңниң америкидики зияритини уйғурларниң һоқуқи үчүн дәс туридиған пурсәткә айландурушни тәләп қилди.
Рабийә қадир ханим пәйшәнбә күни “дипломат” гезитидә елан қилған баянатида, 2009-йилидин буян уйғурларға қаритилған түрлүк чәкләш, бастуруш, сотсиз өлүм, мәҗбурий йоқитиветиш сиясәтлириниң һәссиләп күчәйтилгәнликини вә буниң “террорлуққа, радикаллиққа қарши туруш” нами астида елип бериливатқанлиқини билдүрүп, америка һөкүмитини хитайни юқиридики мәсилиләрдә агаһландурушни тәләп қилди.
Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буян хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләргә қаритилған зулумниң техиму илгириләп күчийип кәткәнликини әскәртип туруп “ши җинпиңниң америка зиярити мәзгилидә униңға хитайдики күнсайин начарлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш һәққидә бесим ишлитиш америкиниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийити вә әхлақий вәзиписидур” деди.
Рабийә қадир ханим елан қилған баянатида йәнә, ши җинпиң хитайда йүз бәргән өзгиришләрни тәшвиқ қиливатқан бир шараитта, америка һөкүмитини уйғур зиялийси илһам тохти вә шуниңдәк башқа кишилик һоқуқ актиплириниң түрмидә икәнликини унтуп қалмаслиққа дәвәт қилди.