Ши җинпиң “5-июл қирғинчилиқи” ниң хатирә күнидә хитайниң уйғур елидики қораллиқ сақчи қисимиға пәхри унван бәргән
2021.07.06
Хитай рәиси җинпиң “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқ хатирә күни хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети намидин пәрман елан қилип, хитай қораллиқ сақчи қисиминиң уйғур елидики бир алаһидә уруш қилиш оттура әтритигә “терорлиққа қарши турушниң өткүр қиличи” дәп нам бәргән.
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, ши җинпиң мәзкур пәрманида уйғур райондики барлиқ хитай қораллиқ қисимлирини бу әтрәттин өгинишкә чақирған.
Вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң ейтишичә, қораллиқ сақчи қисимлириниң мәзкур алаһидә уруш қилиш әтрити 2009-йили 5-июл кечиси үрүмчи тәңритағ районинң електир токини өчүриветип, уйғурларни қирғин қилишта актип рол ойниған икән.
Ши җинпиң пәрманида бу әтрәтниң “терорлуқ” қа қарши туруштики “қәһриманлиқ истили”, “хәтәргә тәвәккүл қилип, йеңи дәврдики инқилабий әскәрләрниң қанлиқ җасаритини яратқанлиқи” ни илгири сүргән болсиму, бирақ бу әтрәтниң қандақ конкирет бир “қанлиқ җасарәт” көрсәткәнликини тилға алмиған.
Ши җинпиңниң пәрмани 5-июл күни дуняниң һәрқайсий әллиридә яшаватқан уйғурлар кәң көләмлик наразилиқ паалийәтлирини өткүзүп, бу “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатирлигән, шундақла хитай даирилириниң бу вәқәдики мәсулийитини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған мәзгилдә елан қилинған. Хитай һөкүмити бу вәқәдә өлгәнләрниң көп қисминиң хитайлар болуп, 200 дәк адәм өлгәнликини илгири сүргән болсиму, әмма шаһитлар вә хәлқарадики уйғур тәшкилатлири вәқәдә йүзлигән уйғурларниң өлтүрүлгәнликини, миңлиған уйғурларниң из-дерәксиз ғайип қиливетилгәнликини билдүрүп кәлмәктә.