Ши җинпиңниң үчинчи қетим хитай һакимийитигә олтуруши дуняви муһакимә темисиға айланмақта
2022.10.18
Хитай компартийәсиниң 20-қурултийи башлинип, ши җинпиңниң үчинчи нөвәт хитайниң әң алий рәһбири болидиғанлиқи муқимлишиватқан бир пәйттә, дунявий таратқуларниң диққәт нуқтиси хитайға мәркәзләшмәктә.
CNN Ниң бу һәқтики обзор мақалисидә көрситилишичә, ши җинпиңниң хитайдики асасий қанун вә хитай компартийәсиниң низамнамисини өз хаһишиға мас кәлтүрүп өзгәртиши, маһийәттә хитайниң һакиммутләқлиқниң юқури пәллисигә қарап меңишидики бир муһим көрсәткүч болуп қалған. Йәнә келип ши җинпиң өткән он йил һакимийәт бешида туруш җәрянида өзигә қарши мәйданға мәнсуп, дәп қаралған министир вә назир дәриҗилик рәһбирий кадирдин нәччә миң кишини “чириклик вә парихорлуққа қарши туруш” баһанисида тазилап чиққан. Әмдиликтә ши җинпиң үчинчи қетим хитайниң әң алий рәһбири болуп һакимийәт бешиға чиқиш арқилиқ, ичкий җәһәттики сиясий муқимлиқ асасида ташқий җәһәттики кеңәймичиликни юқури пәллигә чиқириши мумкин икән. Буниң билән дуня үчүн бир йеңи тәһдитниң хирислири барғансери рошәнләшмәктә икән.
“сиясәт” гезитиниң 18-өктәбирдики мулаһизә мақалисидә көрситилишичә, ши җинпиң бу қетимлиқ қурултайда сөзлигән сөзидә “хитайниң қайта қудрәт тепишини әмәлгә ашуруш”, “ташқий күчләрниң ағдурмичилиқиға қәтий қарши туруш”, “дүшмән күчләрниң қол тиқиши, сиңип кириши вә бөлгүнчиликкә қутритиши қатарлиқ һәркәтлирини бит-чит қилип ташлаш” дегәнләрни алаһидә тәкитлигән. Гәрчә ши җинпиң сөзидә бирәр конкирет дөләтни тилға алмиған болсиму, әмма көп қисим анализчилар униң көздә тутқини америка икәнликини тәхмин қилған. Америка һөкүмитиниң сабиқ ярдәмчи ташқий ишлар министири дәнний руссел (Danny Russel) бу һәқтә сөз қилип: “ши җинпиңниң бу һәқтики сөзлири маһийәттә у қайтидин рәислик орниға чиққандин кейин қилмақчи болған ишлиридур. У мушу сөзләрни қилиш арқилиқ, өзиниң давамлиқ рәис болушиниң зөрүр икәнлики, буниң үчүн хитай хәлқи садақәт вә қурбан бериш арқилиқ өзини қоллиши лазимлиқини ишарә қилған” дегән.
Нөвәттә дуня ахбаратлирида бу һәқтики мулаһизә вә обзорлар көпләп елан қилиниватқан болуп, уларниң мутләқ көп қисмида ши җинпиңниң рәсмий һалда үчинчи нөвәт рәис болуп “сайлиниши”, дуня вә хитай үчүн охшашла йеңи балайи-апәтләрдин бишарәт икәнлики алға сүрүлмәктә.