Шималий корейәниң башқурилидиған бомба синиқи вәзийәтни йәнә җиддийләштүрүвәтти

Мухбиримиз әзиз
2017.08.29

Шималий корейәниң пәскойға чүшүп қалған вәзийити сәйшәнбә күнидики башқурулидиған бомба синиқидин кейин йәнә җиддийлишип кәтти. Шуниң билән биргә, һәрқайси тәрәпләрниң алий рәһбәрлири буниңға мунасип инкас қайтурди.

Ройтерис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шималий корейә 29-авғуст күни оттура мусапилик башқурулидиған бомба атқан болуп, бомба японийәниң шималидики хоккайдо арили үстидин учуп өткән. Бомбиниң учуш мусаписи 2700 километирға йәткән. Мунасивәтлик ахбаратлар болса буниң шимали корейә һөкүмитиниң америка, җәнубий корейә вә японийәгә қаратқан агаһландуруши икәнликини қәйт қилишмақта.

Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, америка президенти доналд трамп бу мәсилигә инкас қайтуруп “башқиларға тәһдит селиш һәмдә муқимсизлиқ пәйда қилиш пәқәт шималий корейәни дуняда техиму йетим қалдуриду. Барлиқ таллаш түрлири үстәлгә расланди” дегән һәмдә американиң пүтүнләй японийә тәрәптә туридиғанлиқини билдүргән. японийә баш вәзири шензо абе болса “шималий корейәниң бу хилдики томпайлиқи японийә үчүн мисли көрүлмигән бир еғир тәһдиттур” дегән.

Мәзкур синақ хәлқарадиму зор тәсир қозғиған. Русийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики дәрһал шималий корейәгә бу хил иғвагәрчиликлирини тездин тохтитишни ейтқан. Хәлқара пай чеки базирида болса долларниң қиммити тездин төвәнләп, яврониң қиммити ашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.