Президент трамп шималий корейә башлиқлар сөһбитигә үмидвар қарайдиғанлиқини билдүрди
2018.06.11
Америка президенти трамп билән шималий корейә рәһбири ким җуңунниң тарихий учришишиға азла вақит қалди. Һәр икки дөләт рәһбири йәкшәнбә күни сингапорға йетип кәлгән.
Америка президенти трамп дүшәнбә күни сингапор баш министири билән көрүшкәндә сөһбәтниң “наһайити яхши өтүши” гә үмидвар қарайдиғанлиқини билдүргән. Әгәр трамп билән кимниң 12-июндики учришиши оңушлуқ өтсә, бу наһайити зор тарихий вәқә болуп қалиду.
Президент трамп дүшәнбә күни сингапор баш министири ли шавлоң билән көрүшкәндә “бизниң әтики учришишимиз наһайити қизиқарлиқ болиду. Һәммә ишниң оңушлуқ болушиға ишәнчим бар” дегән.
У йәнә сингапорниң өзлирини қизғин, қаидилик вә достанә күтүвалғанлиқини билдүрүп рәһмәт ейтқан. Лекин ройтерсниң хәвәр қилишичә, президент трамп сөһбәткә үмидвар қарайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма америка дөләт ишлар министири майк понпео сөһбәтниң йәнила ким җуңунниң корейә йерим арилини ядросизлаштурушта сәмимий яки әмәсликигә бағлиқ икәнликини тәкитлигән.
Понпео дүшәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә, сингапордики бу учришиш: “бизниң мунасивәтлиримизниң йөлинишини өзгәртишимиз, (шималий корейә) ниң тинчлиқи вә гүллинишини мислисиз пурсәт билән тәминләйду” дегән. Лекин у бу учришиш билән мәсилә һәл болмайдиғанлиқини, башлиқлар учришишиниң бир рамка турғузуп, шуниңға әмәл қилиниши лазимлиқини, шималий корейәниң ядросизлаштурушта тәл-төкүүс, ишәнчлик вә йенивалмайдиған бир йолға қарап меңиши керәкликини тәкитлигән.
Помпео, бу әмәлгә ашқичә шималий корейәгә қаритилған ембаргониң қалдурулмайдиғанлиқини әскәртип, “дипломатийә ишқа яримиса. . . . Имбаргони күчәйтимиз” дегән. “вашингтон почта гезити” ниң хәвиридә ашкарилишичә, президент трамп йәкшәнбә күни әгәр башлиқлар учришиши нәтиҗилик болмиса дәрһал қайтидиғанлиқини, әгәр нәтиҗилик болса ким җуңунни ақ сарайға тәклип қилиши мумкинликини билдүргән.