Америка шимали корейәгә қарши йәнә бир авиаматкисини атландурди

Мухбиримиз үмидвар
2017.05.29

Америка қошма штатлири шимали корейәниң ядро синақлирини чәкләшни нишан қилип, өзиниң йәнә бир авиаматкисини ғәрбий тинч окян райониға атландурған.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, “нимитс”дәп аталған америка деңиз армийәсиниң әң чоң авиаматкилиридин бири корейә йерим арили йенидики деңиз райониға атландурулған болуп, буниңдин илгири “карил винсон”, “роналд реган” авиаматкилири ғәрбий тинч окяндики көзлигән җайға йетип кәлгән иди. Шуниңдәк мәзкур үч чоң авиатматка охшаш районға орунлаштурилидикән.

Мәлумки, йеқинқи вақитлардин буян шимали корейәниң б д т бихәтәрлик кеңиши вә америка қошма шитатлири һөкүмитиниң наразилиқиға қаримастин өзиниң башқурулидиған бомба синақлири вә ядро программилирини күчәйтишни изчил давамлаштурған шуниңдәк президент трамп пийоңяңға изчил агаһландуруш берип кәлгән иди.

Хәвәрдә дейилишичә, өткән җүмә күни америка президенти доналд трамп “г-7”, йәни “йәттә дөләт гуруһи”ға әзаға дөләтләр башлиқлири йиғини җәрянида японийә баш вәзири шинзо абе билән янму ян олтуруп, америкиниң “шимали корейә мәсилисигә алаһидә диққитини бөлидиғанлиқи”ни тәкитлигән иди.Шу күни ақ сарай йәнә америка вә японийә рәһбәрлириниң шимали корейәгә қарши имбаргони күчәйтишкә пүтүшкәнликини билдүргән иди.

Пийоңяң техи өткән йәкшәнбә күни, 21-май күни йәнә бир қетим башқурулидиған бомба синиқи елип барған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.