Б д т хитайниң шималий корийәлик мусапирларни өткүзүп бәргәнликини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2013.05.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Б д т кишилик һоқуқ комиссарияти вә мусапирлар оргини җүмә күни хитай билән лаосниң 9 нәпәр шималий корийәлик мусапир яшни дөлитигә мәҗбури қайтуруп бәргәнликини тәнқидләп, уларниң бу һәрикитидин чөчүгәнликини билдүрди.

Б д д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң баянатчиси роберт колвел: биз 5 нәпәр кичик балини өз ичигә алған бу бир очум кишиниң қоғдашқа еришишидин пәвқуладдә әндишә қиливатимиз. Уларниң қаттиқ җазалиниш вә қопал муамилигә учраш хәвпи бар. Дегән. Лаос даирилири буниңдин 3 һәптә аввал юқириқи 9 нәпәр шималий корейә мусапирини тутуп, өткән дүшәнбә күни хитайға өткүзүп бәргән. Хитай уларни шималий корийәгә қайтуруп бәргән иди.

Роберт колвел җәнвәдә мухбирларға бәргән баянатида йәнә: биз лаос вә хитай һөкүмәтлириниң мусапирларни қайтурмаслиқ мәсулийитидин ваз кечиштәк бу әһвалдин чөчүдуқ. Дәп көрсәткән.

Хитай шималий корейә мусапирлириниң җәнубий корийәгә қачидиған муһим өткили. Улар хитай арқилиқ шәрқий -җәнубий асия әллиригә өтүп, у йәрдин җәнубий корийәгә баратти.

Роберт колвел, хитай вә лаос данилирини 9 нәпәр шималий корийәлик мусапирниң ақивити вә уларниң қандақ шәрт астида қайтуруп берилгәнликини ашкарилашқа чақирған. Бу шәрқий җәнубий асия районидики дөләтләрниң тунҗи қетим мусапирларни башқиларға өткүзүп берип тәнқидкә учриши әмәс.

2009‏-Йили 12-айда камбоджа 20 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп берип, дуняда зор ғулғула қозғиған. Камбоджаниң һәрикити америка вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.