Шималий корийә бир нәпәр америка пуқрасиға 15 йиллиқ еғир әмгәк җазаси бәрди

Мухбиримиз ирадә
2013.05.02

Бүгүн шималий корийә даирилири бир нәпәр америка пуқрасиға шималий корийигә қарши һәрикәт қилди, дегән җинайәтни бекитип, 15 йиллиқ еғир әмгәк җазасиға һөкүм қилди. Әсли корийилик болған америка вәтәндиши пийүнхо өткән йили 11 - айда шималий корийигә саяһәткә барғанда қолға елинған.

Бүгүн америка дөләт ишлири министирлиқи баянат елан қилип, шималий корийини америка пуқрасини дәрһал қоюп беришкә чақирди.

Б б с ниң ейтишичә, җәнубий корийә даирилири “пиюнхо шималий корийидики ачарчилиқни йорутуп беридиған көрүнүшләрни, болупму ачлиқта қалған балиларни рәсимгә алғанлиқи үчүн қолға елинған болуши мумкин” дәп қарайдикән.

Б д т ниң техи йеқиндила шималий корийигә қоюлған җаза тәдбирлирини ашуруши вә шундақла америка - җәнубий корийә икки дөләтниң бирликтә һәрбий маневирларни өткүзүши шималий корийә даирилирини биарам қилған иди. Б б с ниң ейтишичә, көзәткүчиләр шималий корийә бу америка пуқрасини америкиға бесим қилиш үчүн ишлитиши мумкин, дәп қарайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.