“шинҗаң археологийәсиниң 100 йиллиқ көргәзмиси” дә хитай йәнила “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” ни тәшвиқ қилған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.03.12

Йеқинда бейҗиң шәһәрлик мәдәнийәт ядикарлиқи идариси, уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт вә саяһәт назарити, уйғур аптоном районлуқ музей бирликтә бейҗиңда “шинҗаң археологийәсиниң йүз йиллиқи көргәзмиси” өткүзгән.

“хитай хәвәрлири” торида берилгән бу хәвәрдә “шинҗаң археологийәсиниң 100 йилдин буянқи тәрәққиятини асасий линийә қилип, үч қисимдин тәшкил тапқан мәдәнийәт ядикарлиқлири вә тарихий вәсиқиләрни көргәзмә қилиш арқилиқ җуңхуа мәдәнийитиниң мәдәнийәт алмишиш тарихи, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдисиниң шәкиллиниш җәряни йорутуп берилди” дейилгән.

Хәвәрдә, чәт әл експедитсийәчилириниң қәдимий йипәк йолидики тарихий ядикарлиқларни қезиши булаңчилиқ дәп аталған. Сақлинип қалған тарихий ядикарлиқларниң тамамән дегүдәк оттура түзләңлик мәдәнийити билән бағлинишлиқ икәнлики, буниңға хотәндин тепилған будда там рәсимлириниң мисал икәнлики көрситилип, “шинҗаң мәдәнийити билән оттура түзләңлик мәдәнийитиниң йилтизи охшаш, уларни айривәткили болмайду” дейилгән.

Бейҗиңдики икки йиғин мәзгилидә ечилған бу көргәзмә хитайниң тарих вә археологийә нәтиҗилириниму сиясий ғәрәз үчүн пайдилиниватқанлиқини көрситип бәргән.

Хитай һөкүмитиниң бәзидә бу хил тарихий ядикарлиқларни ичкири хитайға бағлап чүшәндүрсә, бәзидә “шинҗаңда әслидә уйғурлар йоқ, кейин көчүп кәлгән” дегән сәпсәтини тарқитиватқанлиқи мәлум. Өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алими, тарихшунас абләт хоҗайефниң билдүрүшичә, уйғурларниң әҗдадлири йирақ қәдимдин тартипла шәрқий түркистанда яшап кәлгән, айрим мәдәнийәт бәрпа қилған. Хитай сулалилири бу диярни узун әсирләргичә һуҗум қилип алалмиған; пәқәт әлчиләр әвәткән. Қисмән мәдәнийәт ядикарлиқлириниң сақлинип қалғиниға қарапла, бу диярни хитай мәдәнийитиниң бир парчиси дейиш тарихқа уйғун әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.