Хитай мәркизий һөкүмәт вәкиллири һәр қайси җайлардики паалийәтлирини давамлаштурмақта
2015.09.30
Хитай мәркизи һөкүмитиниң сиясий кеңәш рәиси йү җеңшең башчилиқидики вәкилләр өмики, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш үчүн гуруппиларға бөлинип, һәр қайси вилайәт, наһийә вә йезиларда нуқтилиқ зиярәт паалийәтлирини давамлаштурмақта.
Хитай мәркизий һөкүмитиниң мәхсус “шинҗаң хизмити” гә мәсул қилинған сиясий бюро даимий һәйәт әзаси йү җеңшен вә муавин баш министир лю йәндуң қатарлиқлар, уйғур елиниң җәнубидики уйғурлар зич җайлашқан һәмдә илгири бир қатар тоқунуш вәқәлири йүз берип, муқимсиз районлар дәп қариливатқан қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтләрдики зиярәтлирини ахирлаштуруп, 29-, 30-сентәбир күнлири уйғур елиниң шималдики или вә алтайларда асаслиқи қазақлар билән учришишлар елип барған.
Шинхуа ториниң сүрәтлик хәвәрлиридин мәлум болушичә, лю йәндуң аптоном район рәиси шөһрәт закирниң һәмраһлиқида ғулҗа шәһиридики хәнбиң йезиси қатарлиқ җайларда зиярәттә болған. Йү җеңшең алтайда зиярәттә болғанда униңға қазақларниң миллий тони вә қазақ қалпиқи кийдүрүлгән. Униң қазақчә кийинип, қазақ чарвичи балилирини қоллиридин йетиләп турған хушал-хурам кәйпияти тәшвиқат обйекти қилинған.
Нөвәттә, уйғур елида уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи вә бу 60 йилда аләмшумул өзгиришләр вә тәрәққиятлар әмәлгә ашурулғанлиқи тема қилинған тәшвиқат вә хатириләш паалийәтлири кәң көләмдә елип берилмақта. Бирақ, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири болса, хитай хәлқ җумһурийити вә уйғур аптоном райони қурулған 10-айниң биринчи күнини уйғурларниң “матәм күни” қилип бекитип, наразилиқ намайиши вә башқа һәр хил паалийәтлири елип бармақта. 30-Сентәбир күни америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида уйғурларниң бу хилдики наразилиқ намайиши өткүзүлди.