“59-қетимлиқ шинҗаң ахбарат йиғини” да хитай даирилири байден һөкүмитини “трампниң мирасиға варислиқ қилди” дәп әйиблигән
2021.10.28
Уйғур аптоном районлиқ һөкүмәт 28-өктәбир күни бейҗиңда “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр бойичә 59-қетимлиқ ахбарат йиғини” ни өткүзүп, уйғур мәҗбурий әмгики вә лагерларниң мәвҗутлиқини йәнә бир қетим инкар қилишқа урунған.
Ахбарат йиғиниға уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси шү гүйшяң риясәтчилик қилған болуп, мәзкур йиғинда һөкүмәт әмәлдарлири, аталмиш “қайта тәрбийәләш” ни тамамлап хизмәткә орунлашқанлар вә “игилик тиклигүчи” ләрдин болуп, 10 нәпәр киши сөз қилған.
Шү гүйшияң мундақ дегән: “йеқинда америка рәһбәрлири шинҗаңға мунасивәтлик ялған гәп-сөзләрни қилип, ‛уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селиниватиду‚, ‛уларға зулум қилиниватиду‚ деди. Биз американи қаттиқ әйибләймиз вә бу хил гәп-сөзләргә қәтий қарши туримиз.”
У йәнә мундақ дәп җар салған: “шинҗаңниң ишлири хитайниң ичкий иши, америка дөләт рәһбәрлириниң уни тәнқид қилиш һоқуқи йоқ. Шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр һәргизму миллий, диний вә кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс. . . Америка дөләт рәһбәрлири буниңға көз юмди, улар трамп һөкүмитиниң мирасиға варислиқ қилип, шинҗаңда ‛мәҗбурий әмгәк‚ вә ‛кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш‚ мәвҗут дегәндәк ялғанчилиқларни тарқатти.”
Ахбарат йиғинида сәһнигә елип чиқилған аталмиш “мутәхәссис”, “игилик тиклигучи” вә завут ишчилириниң вәкиллири арқа-арқидин сөз қилип, өзлириниң тамамән әркин-азадә муһитта ишләйдиғанлиқи, завутларда хизмәткә орунлашқандин буян янчуқлириниң томпайғанлиқи, “қайта тәрбийә” сайисидә нурғун маһарәтләрни өгинивалғанлиқи тоғрилиқ лап урған.
Хитай һөкүмити бейҗиң вә үрүмчидә тохтимастин аталмиш “ахбарат йиғини” ечип, хәлқараниң уйғурлар мәсилисидә хитайға қаратқан тәнқидлирини тамамән инкар қилиш шәкли билән җаваб қайтуруп кәлмәктә. Көзәткүчиләр хитайниң бу қетимлиқ ахбарат йиғинини, йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң алаһидә йиғинида җәмий 43 дөләт хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикини әйибләп баянат бәргәндин кейинки инкасидур, дәп қаримақта.