Шивейтсарийә һөкүмити хитайниң шивейтсарийәдики уйғур вә тибәтләргә бесим қиливатқанлиқини ашкарилиған
2025.02.13
Шивейтсарийә һөкүмити 12-феврал доклат елан қилип, хитайниң шивейтсарийәдики уйғур вә тибәтләргә бесим қиливатқанлиқини, уларни шивейтсарийәдә яшаватқан өз җамаәтлири үстидин җасуслуқ қилишқа зорлиғанлиқини елан қилған.
Доклатта қәйт қилинишичә, шивейтсарийәдики уйғур вә тибәтләр хитайниң “чегра һалқиған бастуруши” ниң нишани болмақта икән. Доклатта йәнә хитайниң тибәт вә уйғурларни өзлириниң шивейтсарийәдә яшаватқан җамаәтлири үстидин җасуслуқ қилишқа зорлиғандин сирт, “сиясий җәһәттә актип болған кишиләрни системилиқ назарәт қилғанлиқи, уларни рәсимгә тартқанлиқи вә филимға алғанлиқиниң аламәтлириниңму барлиқи” ни билдүргән. Доклатта мундақ дейилгән: “бу йәрдә йәнә тор һуҗуми вә алақини назарәт қилиш аламәтлириму бар, бу бәлким тибәт вә уйғур җамаәтлирини қоллап сиясий паалийәт қиливатқан шивейтсарийә пуқралирини нишан қилған болуши мумкин”.
Мәлум болушичә, шивейтсарийә һөкүмитиниң бу доклати, шивейтсарийәниң базил университети тәйярлиған тәтқиқат доклатини асас қилған болуп, базел университети бу доклатни шивейтсарийә әдлийә һәм көчмәнләр министирлиқлириниң һавалисигә бинаән тәйярлиған икән. Бу доклаттики әһвалларни хитай һөкүмити инкар қилған болсиму, әмма чәт әл тәтқиқат орунлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң муһаҗирәттики уйғур, тибәт, хоңкоң вә өктичи хитайларни контрол қилишта “бирликсәп хизмити” шәкилләндүрүп, уларниң аилә әзалирини гөрүгә тутуш, тәһдит селиш, қорқутуш қатарлиқ көп хил васитиләрни ишқа селиватқанлиқини қәйт қиливатқан пәйттә елан қилинди. Доклатта, гәрчә дөләт һалқиған бастурушниң ақивитини террорлуқ һадисилиридәк асан байқиғили болмисиму, әмма “улар узун муддәттә шивейтсарийәниң игилик һоқуқиға зор тәһдит елип келидиғанлиқи” ни билдүргән.
Доклатта қәйт қилинишичә, бейҗиңниң “асаслиқ мәқсәтлириниң бири”, болупму тор һуҗумлири арқилиқ, шивейтсарийәдики тибәт вә уйғурларни сиясий паалийәтләр билән шуғуллиништин ваз кәчтүрүш икән. Бу, шивейтсарийә һөкүмитиниң тунҗи қетим хитайниң шу дөләттики уйғур вә тибәтләргә қаратқан “чегра һалқиған бастуруши” һәққидә доклат елан қилишидур.
Мәлум болушичә, бу доклат дәрһал хитай һөкүмитиниң инкасини қозғиған. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси го җякүн 13-феврал шивейтсарийә һөкүмитини “хата учур” тарқитиш билән әйиблигән. Го җякүнниң қаришичә, шивейтсарийә һөкүмити “хитайниң негизлик мәнпәәтлири вә асаслиқ әндишилиригә һөрмәт қилиши, ташқий дуняға хата учур тарқитишни тохтитиши керәк” икән.