Уйғур аптоном районлуқ алий сот хитай сиясий мәһбусиниң наразилиқ әрзини рәт қилди
2016.12.23
Уйғур аптоном районлуқ алий сот җүмә күни 19 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған хитай сиясий мәһбуси җаң хәйтавниң наразилиқ әрзини рәт қилип, оттура сотниң қарарини күчкә игә, дәп елан қилған.
Җаң хәйтав 2015-йили 6-айда “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән қолға елинип, 2016-йили 1-айда үрүмчи шәһәрлик оттура сот тәрипидин “һакимийәтни ағдурушқа қутратқулуқ қилиш”, “чәтәлгә ахбарат йәткүзүш” билән қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Әмма у, һөкүмгә наразилиқ билдүрүп аптоном районлуқ алий сотқа әрз қилған иди. Сот һөҗҗәтлиридин мәлум болушичә, җаң хәйтав шаяр түрмисигә йөткәп кетилгән.
Униң делоси хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә явропа иттипақиниң диққитини қозғиған иди. Йеқинда явропа иттипақи вә иттипаққа әза дөләтләрниң хитайда турушлуқ әлчилири елан қилған ортақ баянатида, җаң хәйтавниң исмини тилға елип, униң тәқдиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән иди.
Җаң хәйтав илгири бошүн қатарлиқ чәтәлдики хитай өктичи тор бәтлиридә мақалә елан қилип, хитайниң уйғурлар һәққидики вә башқа мәсилиләрдики сияситини тәнқид қилған.