Сингапор дөләтлик байлиқ фондиниң мәсуллири уйғур елидә зиярәттә болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.26

Сингапор дөләтлик байлиқ фонди - “темасек” (Temasek) ниң рәиси лим бун хең билән иҗраийә директори пилай сандрасегара 26-авғуст күни үрүмчидә зиярәттә болған вә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй билән сөһбәт елип барған.

Хәвәрләрдә, сөһбәтниң әнәниви енергийә билән шамал вә қуяш енергийәсигә охшаш йеңи енергийә мәнбәлирини ечишни мәркәз қилғанлиқи қәйт қилинмақта. Бу ма шиңруйниң өткән һәптә камбоджа падишаһи нородум сихамонини күтүвелишидин бери, шәрқий-җәнубий асиядики йәнә бир чәт әл әмәлдарини күтүвелишидур. Мәлум болушичә, бу зиярәтләр хәлқарада давамлишиватқан хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикини җавабкарлиққа тартиш садалириға қарши “шинҗаңниң образини яхшилаш”, шундақла районға техиму көп чәт әл мәблиғи җәлп қилиш тиришчанлиқиниң бир парчиси икән.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ниң “шинҗаң гезити” дин нәқил кәлтүрүп бәргән хәвиридә, икки тәрәп арисидики сөһбәтниң нуқтилиқ темилириниң бири, енергийә саһәси, җүмлидин нефит, тәбий газ вә көмүрни өз ичигә алған әнәниви енергийә саһәси, шундақла шамал һәм күнтахтиға охшаш йеңи енергийә мәсилилирини нуқта қилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Хитайниң 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмдә лагер, түрмиләргә қамаш билән бир вақитта йәнә, уйғур елиниң йеңи енергийә саһәсигә мәбләғ селишниму күчәйткәнлики мәлум. Хитай һөкүмәт таратқулириниң илгири сүрүшичә, бу йилниң дәсләпки алтә ейида, уйғур елиниң йеңи енергийә билән ток ишләпчиқириш иқтидари өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин икки һәссидин көпрәк артқан. Хәвәрләрдә, “темасек” ниң уйғур ели билән мәдәнийәт алмаштуруш вә саяһәтчилик җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтишни үмид қилидиғанлиқи қәйт қилинмақта. Һалбуки, хитай һөкүмити “шинҗаңниң образи” ни яхшилашта йеқинқи бир-икки йилдин бери кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ саяһити” дәп тәриплиниватқан уйғур ели саяһәтчиликини күчәйткән. “темасек” рәһбәрлириниң үрүмчи зиярити бу фондниң хитайдики мәблиғи 2020-йилидики 29 пирсәнттин 2023-2024-йили 19 пирсәнткә чүшкән бир пәйттә елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.