Хитай һөкүмити “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” қурулушини техиму күчәйтишкә урунмақта

Мухбиримиз җәвлан
2022.09.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайчә “шинҗаң гезити” ториниң хәвәр қилишичә, 9-айниң 18-күни “7-нөвәтлик хитай-явроасия көргәзмиси хитай-чәт әл мәдәнийәт көргәзмиси һәптилики” ниң ечилиш мурасими өткүзүлгән.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секритари, тәшвиқат бөлүминиң башлиқи җаң чүнлин бу мурасимда ечилиш нутуқи сөзләп, “хәлқара мәдәнийәт һәмкарлиқини илгири сүрүп, шинҗаң һекайисини сөзләш, йеңи дәврдики шинҗаңниң образини намайән қилиш” ни тәләп қилған.

Хитай таратқулири бу паалийәтни тәшвиқ қилишқа күчәватқан болуп, хәвәрләрдә бирдәк һалда “хитай-чәт әл мәдәнийәт һәптилики” хитай-явро асия көргәзмисидики муһим мәдәнийәт паалийити болуш сүпити билән, уйғур райониниң чәт әлләр билән болидиған мәдәнийәт алақисидики муһим сәһнисигә айланди” дейилгән.

Униңдин башқа, 9-айниң 19-күни уйғур аптоном райони билән биңтуән даирилири хитай дөләт игиликидики зиҗиң мәдәнийәт горуһи билән истртегийәлик һәмкарлиқ келишими имзалап, “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” қурулушини чоңқурлаштурушқа киришкән. Зиҗиң мәдәнийәт горуһи хитайниң дөләт игиликидики йетәкчи карханиси болуп, мәтбуат, кино-теливизийә қатарлиқ саһәләрни монупул қилишқа, хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилишта башламчилиқ ролини ойнашқа башлиған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң алий тәтқиқатчиси мая ваң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулуши” тоғрулуқ қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛мәдәнийәт қурулуши‚ уйғурларни очуқтин очуқ хитайлаштуруш, бу әмәлийәттә инсанийәткә қарши җинайәт түсини алған” дегәниди. Буниңдин қариғанда, хитайниң “хитай-чәт әл мәдәнийәт һәптилики” өткүзүши вә дөләт игиликидики мәдәнийәт гуруһини уйғур райониға тәклип қилиши, хитайниң бу районда өз мәдәнийитини мутләқ үстүнлүккә игә қилиш урунушлирини көрситип беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.