Американиң “скечерс” ширкитиниң үрүмчидә дукан ечиши тәнқидләргә дуч кәлди
2024.10.08
Американиң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай ширкәтлиригә җаза йүргүзүшигә қаримай, америкидики аяғ вә кийим-кечәк ширкити “скечерс” (Skechers) үрүмчидә йеңи сетиш мәркизи ачқан.
“америка авази” ториниң 8-өктәбирдики хәвиридә дейилишичә, бу дукан 9-айниң 28-күни, хитайниң “дөләт байрими һәптиси” дин бир күн бурун, йәни хитай херидарлири әң көп мал сетивалидиған күнләргә үлгүртүп ечилған.
“скечерс” ширкитиниң үрүмчидә дукан ечиши тездин кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучиларниң тәнқидигә учриди. Улар мәзкур ширкәтниң мәҗбурий әмгәк әң еғир болған районда тиҗаритини кеңәйткәнликини, шуниңдәк иқтисадий мәнпәәтни дәп кишилик һоқуқ мәсилисини қайрип қойғанлиқини әйиблигән. Коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриан зенз “америка авази” ға қилған сөзидә, “скечерс ширкитиниң һәрикити ширкәтниң һөкүмәтләр арқилиқла әмәс, истемалчилар тәрипидинму җавабкарлиққа тартилиши керәкликини очуқ әскәртиду” дегән.
Хитайниң уйғур елидики уйғур вә башқа милләтләргә қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики ичидә мәҗбурий әмгәк әң еғир мәсилигә айланған болуп, америка һөкүмити 2022-йили “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни мақуллап, уйғур елидә ишләпчиқирилған мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни импорт қилишни чәкләп келиватқаниди.
Хәвәрдә ейтилишичә, скечерс ширкити илгириму уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқи сәвәбидин тәкшүрүшкә дуч кәлгәникән. Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат орни 2020-йил елан қилған доклатта, мәзкур ширкәткә мал тәминлигүчиниң уйғур ишчилирини мәҗбурий әмгәккә салғанлиқи паш қилинған болуп, скечерс ширкити буни инкар қилған.
2024-Йил 10-айниң 2-күни, америка вәтән хәвпсизлики министирлиқи “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә, йәнә икки хитай ширкитини қара тизимликкә алған болуп, чәкләнгән ширкәтләрниң омумий сани 75 кә йәткән. Хитайму буниңға қарши һәрикәткә өтүп, американиң келвин клен (Calvin Klein) кийим-кечәклири ширкитини башқуридиған PVH ширкәт гуруһини “шинҗаңдин пахта вә кийим-кечәкләрни сетивелишни тохтитиш арқилиқ хитай қануниға хилаплиқ қилди” дәп әйиблигәниди.
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, скечерсға охшаш ширкәтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә қаримай, хитайда, җүмлидин уйғур елидә сода қилиши иқтисадий җәһәттә хәтәргә тәвәккүл қилиш болсиму, ширкәтниң бешидикиләр уни бихәтәр таллаш дәп һесаблиған.