Совет иттипақиниң тунҗи атом бомбиси синиқиниң қурбанлири қатарида уйғурларму болған
2015.08.30
Совет иттипақи 1949 - йили, 8 - айниң 29 - үни өзиниң тунҗи атом бомбисини қазақистанниң шәмәй вилайитидики ядро базисида синақ қилған болуп, қазақистанниң или билән чегрилинидиған уйғурлар көп олтурақлашқан яркәнт, йәни панфилоф шәһиридә турушлуқ уйғур йигити мәһәмәт әзизоф вә униң бир қанчә нәпәр достлири совет армийәси тәркибидә 1947 - йили шәмәй атом базисини қуруш ишлириға селинған вә - 1949 - 1952 - - йиллири көп қәтимлиқ атом бомбиси синиқиға шаһид болған.
“уйғур авази”гезитиниң мәһәмәт әзизоф һәққидики әслимә мақалисидә көрситилишичә, мәһәмәт әзизоф, шәмәй атом бомбиси синақ мәйданини ясаш ишлириға бир қанчә дивизийә ишлитилгәнлики, бу хизмәтләргә қатнаштурулған әскәрләрниң 80%ниң өзбек, қазақ, қирғиз, таҗик, уйғур қатарлиқ мусулман милләтлири болғанлиқи, офитсерләрниң көпинчиси руслар икәнлики, уларниң русчәни яхши билмигән бу әскәрләрни халиғанчә һақарәтлигәнлики һәм еғир ишларға салғанлиқини баян қилған.
Мәһәмәт әзизоф 1952 - йили, бир қетимлиқ атом бомбиси синиқида көзи қарғу болуп қалғандин кейин москваға елип берилип узун вақит давалитилип сақайтивелинған.
У өмриниң ахирида “уруш - атом” намлиқ китабини йези хатирә қалдурған болуп у 2007 - йии 81 йәшида вапат болған.
Қазақистандики шәмәй атом базиси 1991 - йили президент назарбайеф тәрипидин тақиветилгән иди.