Уйғурларниң сүкүт арқилиқ наразилиқ билдүрүш һәрикити хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиди

Мухбиримиз әркин
2020.04.27

Чәтәлдики уйғурлар уйғур дияридики зулумға қарита сүкүт арқилиқ хәлқараниң диққитини қозғаш һәрикити башлап, чәтәл таратқулириниң диққитини қозғиған.

“германийә долқунлири” ниң бу һәқтики хәвиридә корона вирусиниң дуняви юқумға айлиниши билән хәлқара таратқуларниң диққитиниң юқумға буралғанлиқи, буниң билән чәтәлдики уйғурларниң бу һәрикәтни қозғап, хәлқара таратқуларниң диққитини давамлиқ уйғур мәсилисигә бурашқа тиришиватқанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә қәйт қилинишичә, “уйғурларға қулақ селиң” намлиқ бу һәрикәтни қозғиған актиплар чәтәлдики уйғурларни өзлириниң ғайиб болған аилә әзалири һәққидә гуваһлиқ берип, уни тивиттер қатарлиқ чәтәл иҗтимаий таратқулирида елан қилишқа чақирмақтикән. Лекин бу қетимқи һәрикәтниң охшимайдиған тәрипи буниңда наразилиқ сүкүт арқилиқ ипадилинидикән. Мәзкур һәрикәтни башлиған актипларниң бири түркийәдә турушлуқ австралийә пуқраси арслан һидайәт болуп, у буниңда кишиләрниң “бәдән тилини ишқа селип, сүкүт арқилиқ аилә әзалириға болған әндишисини дуня билән ортақлишидиғанлиқи” ни билдүргән.

“германийә долқунлири” ниң тәкитлишичә, 17-апрел башланған бу һәрикәткә һазирға қәдәр дуняниң һәр қайси җайлиридин 20 дәк уйғур қатнашқан. Наразилиқни сүкүт арқилиқ ипадиләштәк бу усулни илгири уйғур районидики уйғурлар өзлириниң лагердики аилә әзалириға болған әндишилирини ипадиләштә қолланған. Улар хитайниң тик-ток мунбири арқилиқ нурғун рәсимлик учурларни йоллиған иди. Арслан һидайәт бу қетимқи һәрикәттә өзлириниң бу усулни қолланғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.