Хитай хәвпсизлик орунлири уйғурларни сүний әқил камералири арқилиқ назарәт қилмақчи болған
2024.06.17
Һиндистан “асия хәлқара хәвәрлири” (ANI) ториниң 16-июн хәвәр қилишичә, хитайниң һәр қайси җайлиридики хәвпсизлик орунлири хитай шәһәрлиридә яшаватқан уйғурларни сүний әқил камералири арқилиқ тәқиб қилидикән һәмдә уларниң нәгә берип нәдә туруватқанлиқини из қоғлап хатириләп маңидикән.
Нөвәттә, үстәл доклати (Table. Briefing) Намлиқ юмшақ детал хитайниң сүний әқил камералириға қоллинилиш имтиязиға еришкән болуп, бу детал ашкара сорунларда йүргән уйғурларни тонувелиш үчүнла ишлитилидикән. Шаңхәй шәһири, чеңду шәһири, җеҗяң өлкисиниң һәр қайси шәһәр-базарлиридики сақчи вә дөләт хәвпсизлик орунлири бу юмшақ детални қолланмақчи икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай даирилири 2023-йили уйғурларниң чирайини тонуш техникисини тәрәққий қилдурушни тәкитләп һөҗҗәт чиқарған. Шаңхәй шүйхуй районлуқ сақчи идариси тамға басқан бир һөҗҗәттә, “дөлитимиз гәрчә нәччә йилдин бери уйғурларни қайта тәрбийәләш арқилиқ өзгәрткән болсиму, уларға йәнила ишәнгили болмайду” дейилгән.
Германийә вурзбург университетиниң уйғур райони мутәхәссиси биҗорин алперман (Bjoern Alpermann) бу һәқтә мундақ дегән: “бу һөҗҗәтләрдин мәлум болғинидәк, хитай хәвпсизлик орунлири уйғурларни йәнила системилиқ һалда ‛хәтәрлик дүшмән‚, ‛төвән дәриҗидики милләт” һесаблайду. Булар хитай һөкүмитиниң ‛қайта тәрбийәләш арқилиқ әсәбийликниң апити түгитилди, уйғурлар башқа пуқралардәк тәң баравәр һоқуққа игә‚ дегәнлирини пүтүнләй ялғанға чиқириду”.
Биҗорин алперманниң билдүрүшичә, шаңхәй сақчи орунлири тәләп қилған чирай тонуш юмшақ детали чоқум уйғурларниң бу шәһәрдики ениқ орнини, шундақла кимләр билән учрашқанлиқини тепип берәлиши керәк икән. Шаңхәй шүйхуй райониға орнитилған 3700 камераниң чирай тонуштин башқа йәнә, у шәхсни сақчиға мәлум қилиш иқтидариниң болуши тәләп қилинған.