Хитай, русийә вә иран сүний әқил техникисидин пайдилинип америка сайлимиға тәсир көрсәтмәкчи икән
2024.10.03
Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқи 3-өктәбир күни йиллиқ бихәтәрлик баһалаш доклати елан қилип, хитай, русийә, вә иранниң бу йил 5-ноябир күни өткүзүлидиған америка пирезидент сайлимиға тәсир көрситиш хәвпиниң күчийиватқанлиқини агаһландурған. Доклатта қәйт қилинишичә, бу дөләтләр америка сайлимиға тәсир көрситиштә сүний әқил техникисидин пайдилинип, сахта вә бөлгүнчи учурларни тарқитишни өз ичигә алған васитиләрни қоллинидикән. Доклатта, хитай, русийә вә иранниң “ағдурмичилиқ васитилири, ашкара болмиған җинайи вә зорлаш тактикилирини қоллинип, американиң демократик аппаратлириға вә дөләт ичидики иҗтимаий инақлиққа болған ишәнчисигә бузғунчилиқ қилиш пурситини издәйдиғанлиқи” пәрәз қилинған.
Нөвәттә, американиң демократлар партийәси пирезидент намзати калама харрис билән җумһурийәтчиләр партийәси намзати, сабиқ пирезидент доналд трамп арисида кәскин сайлам риқабити давамлашмақта. Бу вәзийәт сайлиғучилар арисидики бөлүнүшни техиму күчәйтиши, чәт әл рәқиблириниң америка демократийә мусаписигә бузғунчилиқ қилиши үчүн пурсәт яритип бериши мумкин дәп қаралмақта. Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң бу доклати билән бир вақитта йәнә америкадики “графика” ахбарат анализи ширкити 3-өктәбир тәтқиқат доклати елан қилип, хитайниң иҗтимаий алақә супилириға тәсир көрситиш һәрикити америка сайлиғучилирини нишан қиливатқанлиқи, уларниң сайлам һарписида америка сиясийонлирини чүшүрүп, бөлгүнчилик пәйда қилидиған учурларни тарқитиватқанлиқини билдүргән.