Сүргүндики тибәт һөкүмити доналд трампни тибәт-хитай сөһбитини қоллашқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2017.02.14

Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министири лобсаң сангай америка президенти доналд трампни тибәт-хитай сөһбитини қоллашқа чақирди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, лобсаң саңгай дүшәнбә күни японийәдә мухбирларға қилған сөзидә, тибәт-хитай диалогини ишқа ашуруш мәсилисидә тибәтликләрниң трамп һөкүмитидин күтүватқан үмидиниң зорлуқини билдүргән.

Илгирики обама һөкүмитиму “бир җуңго” сияситини қоллаш билән биргә, хитай һөкүмитини тибәт һөкүмити вәкиллири билән сөһбәткә олтуруп, икки тәрәп арисидики мәсилини тинч йол билән һәл қилиши керәклики, буниң үчүн диалогниң шәртликини оттуриға қоюп кәлгән. Бирақ, хитай һөкүмити һазирғичә бу тәләпкә йеқин кәлмигән иди.

Лобсаң саңгай сөзидә, икки тәрәп диалогини ишқа ашуруш хизмитини давам қилишниң муһимлиқини тәкитләп “бундақ мәсилиләрниң һәл болушида америка һөкүмитиниң позитсийиси зор рол ойнайду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.