Сүрийәдики бомбардимандин қутқузувелинған 5 яшлиқ омран өзи билән тәң яштики уйғур балилириниң паҗиәлирини әскә салмақта
2016.08.20
17 - Авғуст күни сүрийәниң алеппо шәһиридики шиддәтлик бомбардиманда яриланған 5 яшлиқ өсмүр омран қан арилаш топа - тозан ичидин қутқузувелинди. Униң қутқузуш аптомобилидики бичарә һалити дуняви таратқуларда көрситилип, милйонлиған инсанларниң йүрәк - бағрини әзди шундақла сүрийәдики уруш кризисиниң бир қанлиқ символиға айланди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати өсмүрләр фонди җәмийитиниң иҗраийә директори антоний ләк, сүрийәдә 5 яшлиқ омранға охшаш 100 миңдин артуқ кичик балиниң урушниң ечинишлиқ азабини тартиватқанлиқини илгири сүрди.
Пүтүн дуня 5 яшлиқ омран вә униң аилисиниң паҗиәсидин әпсуслуққа чөмгән минутларда, уйғур өсмүрлири дуч келиватқан еғир қисмәтләрму буниңға рошән селиштурма һасил қилмақта.
Радийомиз 2013 - йили 8 - айниң 12 - күни, йәни рози һейтниң һарпа күнидә ақсуниң айкөл йезисида хәтнә қуран қиливатқан уйғур аһалилири билән билән хитай сақчилири арисида йүз бәргән қанлиқ тоқунушни дуняға ашкара қилған иди.
Игилинишичә, хитай сақчилири кәлтүрүп чиқарған мәзкур вәқәдә уйғур аяллиридин бир нәпири өлүп, 4 нәпири яриланған. Оқ тегип яриланғанлар ичидә әмдила 4 яшқа киргән уйғур қиз сүбһинур мәмәтму бар иди.
Радийомиз йәнә 2014 - йили 21 - декабирда тайландтики тутуп туруш лагериға қамалған йүзләрчә уйғур мусапирлар ичидин әмдила 4 яшқа киргән уйғур бала абдулла абдувәлиниң паҗиәсини аңлатқан иди.
Мәлум болушичә, узақ мәзгиллик тутқунлуқ һаятида меңә туберкулйоз кесәлликигә гириптар болған 4 яшлиқ абдулла тайландтики бир дохтурханида ата - анисиз вә игә - чақисиз һалда бу рәһимсиз дуня билән хошлашқан иди.