Бәшәр әсәд сүрийәдә уруш тохтитиш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүргән
2016.02.24
Сүрийә президенти бәшәр әсәд чаршәнбә күни һәптә ахирида күчкә игә болидиған сүрийәдики уруш тохтитишни қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Америка авазиниң сүрийә дөләт учур агентлиқиға асаслинип хәвәр қилишичә, бәшәр әсәд русийә президенти владимир путин билән чаршәнбә күни телефонда сөзлишип, өзиниң русийә билән америка арисида пүтүшүлгән уруш тохтитиш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу уруш тохтитиш пилани даеш, әлқаидәниң сүрийә бөлүми вә әлнусрә фронти дәп атилип, б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин террорлуқ тәшкилати дәп тизимға елинған тәшкилатларға зәрбә беришни өз ичигә алмайдикән.
Сәйшәнбә күни америка дөләт ишлири министири җон кәрри дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериштә мәзкур тинчлиқ пиланиниң сүрийәдики ички урушқа хатимә беридиған яхши чарә икәнликини билдүргән.
Кремил баянатчиси президент путинниң бу мәсилә һәққидә иран президенти вә сәуди әрәбистан падишаһи билән сөзләшкәнликини билдүргән.
Мәлум болушичә, америка вә русийә рәһбәрлири пүтүшкән сүрийәдә вақитлиқ уруш тохтитиш келишими 27-феврал күни рәсмий күчкә игә болидикән.