Сүрийә президенти бәшәр әсәдниң уйғур мәсилисидә хитайни шәртсиз қоллайдиғанлиқини билдүрүши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2021.07.22

Сүрийә президенти бәшәр әсәд сүрийәниң уйғур мәсилисидә хитайни шәртсиз қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Хитайниң “йәршари вақти гезити” ниң хәвиридин мәлум болушичә, сүрийә президенти бәшәр әсәд дәмәшқтә хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән көрүшкән. Икки тәрәп көрүшишидә бәшәр әсад хитайниң сүрийә һөкүмитини қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқан, шундақла сүрийәниң әң қийин мәзгилни баштин кәчүргәнликини тилға алған. У: “сүрийә тәйвән, шинҗаң вә хоңкоңға мунасивәтлик мәсилиләрдә хитайни шәртсиз қоллайду,” дегән.

Ваң йи хитай-сүрийә икки дөләтниң бир-биригә ишинип вә қоллап кәлгәнликини, шундақла өз ара мәнпәәт йәткүзүш асасидики һәмкарлиқини изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.

Бәшәр әсадниң юқириқи сөзлири ислам әллири рәһбәрлириниң уйғур мусулманлириға қиливатқан йүзсизликиниң йәнә бир мисали сүпитидә иҗтимаий таратқуларда күчлүк муназирә қозғиди.

Америка һөкүмити вә бир қисим ғәрб дөләтлири парламентлириниң хитайни “уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қиливатиду” дәп әйиблишиниң әксичә, ислам дунясиниң сүкүтни таллиши, һәтта очуқ-ашкара қоллиши күчлүк диққәт қозғаватқан мәсилиләрниң бири болуп кәлмәктә.

Хитай һөкүмити иқтисадий муамилә арқилиқ ислам һакимийәтлирини ‍өзлириниң сизған сизиқи бойичә меңишқа қисташни давам қилдуруватқан болуп, йеқинда пакистанниң хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики зулумлирини ақлашни йәниму күчәйтип, пакистан тәвәсидики уйғурларни контрол қилиш һәмдә бир қисимлирини хитайға өткүзүп бериши, бу реяллиқни техиму ашкарилиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.