Хитай сүрийәгә уруш парахоти әвәтиш пилани йоқлуқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2015.10.14

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни сүрийәгә уруш парахоти әвәтип, русийәниң башар әсәд һөкүмитигә қарши уруш қиливатқан қораллиқ өктичиләрни, ислам дөлити қораллиқ күчлирини бомбардиман қилишиға ярдәм бериш пилани йоқлуқини билдүрди.

Илгири чәтәл ахбарат васитилиридә, хитайниң “лявниң” намлиқ авиаматкисини оттура деңизға әвәтип, русийәниң сүрийәдики һава бомбардиманиға қошулидиғанлиқи хәвәр қилинған. Бу, хитай пурсәтни ғәниймәт билип, сүрийәдики өктичи қораллиқ күчләргә ярдәм бериватқан түркистанлиқ ғазатчиларни бомбардиман қиламду-қандақ, дегән соал пайда қилған.

Русийә һава бомбардиманиниң ислам дөлити нишанлириға қаритилғанлиқини билдүрсиму, бирақ әмәлийәттә униң асаслиқ бомбардиман нишани сүрийәниң җесир әл-шуғур районини өз ичигә алған өктичи қораллиқ күчләргә қаритилған.

Җесир әл суғур райони болса түркистанлиқ ғазатчи қораллиқ күчләр топланған районларниң бири.

Чаршәнбә күни, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң, “мениң билишимичә, бизниң ундақ пиланимиз йоқ. Һазир лявниң авиаматкиси техникилиқ вә һәрбий мәшиқ билән алдираш”дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.