Тәйвән боғузи мәсилиси йеңидин диққәт мәркизи болмақта
2022.07.26
“нйо-йорк вақти гезити” ниң 26-июлдики обзор мақалисидә ейтилишичә, ақсарай нөвәттә хитай һөкүмитиниң тәйвән боғузи һәққидики баянатлири вә мунасивәтлик һәркәтлиридин өзлириниң бәкму әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Болупму хитай һөкүмитиниң тәйвәнни “бирликкә кәлтүрүш” намида қораллиқ ишғал қилиш һәққидики баянатлири бу мәсилиниң икки тәрәп оттурисидики көплигән ачқучлуқ мәсилиләргә берип тақилидиғанлиқидин бишарәт бәрмәктә икән.
Мақалидә ейтилишичә, америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим йеқинда тәйвәнгә зиярәткә баридиған болуп, ақсарайдики бир қисим әмәлдарлар уни бу сәпәрдин ялтайтишқа тиришмақта икән. Хитай тәрәп болса бу сәпәргә қәтий қаршилиқ көрситип, буниң бәдили еғир болидиғанлиқини пәш қилмақтикән. Болупму бу қетимқи зиярәт хитай рәиси ши җинпиң бу йил күздә ечилидиған 20-қурултайда йәнә бир қетим рәислик орниға чиқишқа тиришидиған вақитқа тоғра келидиғанлиқи үчүн, ши җинпиң өзиниң күч-қуввитини вә қудритини намайән қилиш үчүн болсиму америка һөкүмитигә қарши бәзи һәркәтләрдә болуши мумкин, дәп қаралмақтикән.
Америка ташқий ишлар министирлиқиниң сабиқ ярдәмчи министири сусан ширк (Susan L. Shirk) Бу һәқтә сөз қилип: “әгәр ши җинпиң бу зиярәтни өзи үчүн һақарәт, дәп һес қилса бәзи алдирақсанлиқ қилмишлирини көрүлмәйду, дегили болмайду” дегән. Әмма бәзи анализчилар хитай һөкүмитиниң ичкий вә ташқий җәһәттә көплигән “тоқунақ мәсилиләр” гә бәнд болуп қеливатқанда, унчә алдирап урушқа өтәлмәйдиғанлиқини алаһидә тәкитлимәктә икән. Ройтерс агентлиқиниң 25-июлдики хәвиридә ейтилишичә, хитай ташқий ишлар министири ваң йи шу күни алаһидә сөз қилип: “җәнубий хитай деңизи чоң дөләтләрниң уруш қилидиған мәйдани әмәс. Бу райондики мәсилиләрни шу җайдики дөләтләр өзлири һәл қилиши керәк,” дегән.
Мәлум болушичә, америка һөкүмити изчил тәйвән боғузини хәлқаралиқ әркин деңиз бошлуқи, дәп қарап кәлгәнликтин америка һәрбий вә сода парахотлириниң бу боғуздин әркин кезип өтүшини қанунлуқ дәп қарап кәлгән икән. Әмма хитай һөкүмти тәйвәнни өзиниң територийәси дәп қарайдиған болуп, америка парахотлириниң тәйвән боғузидин кезип өтүшини хитай територийәсидин кесип өткәнликкә баравәр, дәп буниңға қаршилиқ көрсәтмәктә икән.