Хитай һөкүмити америка әмәлдари билән тәйвән президентиниң көрүшүшигә қарши һәрикәт қилған
2023.04.05
Америка авам палата рәиси кевин мәккарти (Kevin McCarty) билән тәйвән президенти 5-апрел күни лос-анжелис шәһиридә көрүшмәкчи болған, хитайниң лос-анжелс консолханиси бир күн аввал адәм тәшкилләп намайиш қилип, бу учришишқа наразилиқ билдүргән.
Тәйвәнниң “әркинлик вақит гезити” бәргән хәвәргә қариғанда, хитайниң лос-анжелис консолханиси хитай һөкүмити тәрәптә туридиған хитай пуқралириниң һәр биригә 400 доллардин пул берип, кевин мәккарти билән сәй йиңвенниң учришишиға қарши намайиш тәшкиллигән. 1000 Дин артуқ намайишчи икки дөләт рәһбири учришидиған “роналд реган күтүпханиси” алдида намайиш қилған.
Хитайниң америкадики әлчиханиси сәй йиңвенниң зияритигә қарши паалийәтләрниң бешида туруватқан болуп, сәй йиңвен дәсләптә ню-йорк шәһиригә кәлгәндиму, униңға қарши намайиш уюштурған.
“руйтрес агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, 5-апрел тәйвән прзиденти сәй йиңвин лос-анжелиста америка авам палата рәиси кевин мәккарти билән көрүшкән вақитта, хитайниң авияматка әтрити тәйвән билән филиппин арилиқидики боғуздин өтүп, тәйвәнниң шәрқий деңиз тәвәликигә киргән. Хитай тәрәп бу учришиш һәққидә агаһландуруш берип, әгәр сәй йиңвен билән мәккартиниң сөһбити узунға созулуп кәтсә униңға қарши һәрикәт қоллинидиғанлиқини билдүргән.
Өткән йил америка авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси тәйвәнни зиярәт қилғандин кейин, хитай тәйвән боғузида һәрбий манивер өткүзгәниди.
Тәйвән дөләт мудапийә министирлики бу қетимму хитайниң бесимиға баш әгмәйдиғанлиқи һәққидә баянат берип: “хитайниң бу қилмиши мәсулийәтчан бир дөләтниң қилидиған иши әмәс. Һәр қандақ ташқий бесим бизниң дуняға йүзлиниш ирадимизгә тосқунлуқ қилалмайду” дегән.