Хитай тәйвән президентини күтүвалған америка органлириға ембарго йүргүзидиған болди

Мухбиримиз әркин
2023.04.07

Хитай һөкүмити тәйвән президенти сәй йиңвенни америкада зияритидә уни күтүвалған икки америка тәшкилатиға ембарго йүргүзидиған болған. Америка симлиқ хәвәрләр тори с н н ниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи 7-апрел мәркизи вашингтондики ақиллар амбири-хадсун институти билән калифорнийә штатидики реган күтүпханисиға ембарго йүргүзүп, бу икки орунниң хитайдики һәрқандақ бир тәшкилат, орган яки шәхс билән һәмкарлишиш, алмаштуруш вә алақидә болушини чәкләйдиғанлиқини елан қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида, бу икки орунниң ачқучлуқ рәһбәрлириниңму хитайни зиярәт қилиши, хитайдики тәшкилатлар вә шәхсләр билән алмаштуруш вә алақидә болуши чәклинип, мал-мүлки тоңлитилидиғанлиқини ейтқан.

Лекин бу ембаргониң уларға қанчилик тәсири болидиғанлиқи намәлум. С н н ниң ейтишичә, бу икки орун вә униң рәһбәрлириниң хитай билән һәмкарлиқ мунасивити яки хитайда мал-мүлкиниң бар-йоқлуқи ениқ әмәс икән. Хәвәрләрдә ембаргониң әмили әһимийити йоқлуқи, униң өч елиш характерлик сиясий риторик икәнлики қәйт қилинмақта.

С н н ниң ейтишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу қетим йәнә америкадики икки тәйвән тәшкилати билән тәйвәнниң америкада турушлуқ вәкили шяв мейчинғиму ембарго йүргүзгән. Хитайниң ембарго қарари америка авам палатасиниң рәиси кавин миккартий 5-апрел күни тәйвән президенти сәй йиңвен билән калифорнийәдики реган кутупханисида көрүшүшиниң арқисидин елан қилинди. Бу, тәйвән президентиниң тунҗи қетим америка земинида америка авам палата рәиси билән учришиши болған. Шундақла хадсон институти өткән һәптә ню-йоркта президент сәй йиңвенға “йәршари рәһбәрлик мукапати” бәргән. Хитай макартий билән сәй йиңвенниң көрүшүшигә қарита “қәтий вә күчлүк тәдбирләр” ни алидиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.