Тәйвән мәсилиси асия бихәтәрлик йиғинида америка билән хитайниң талаш-тартиш нуқтисиға айланди
2022.06.13
Өткән һәптиниң ахири сингапорда өткүзүлгән “шаңрила диалоги” намлиқ асия бихәтәрлик йиғинида тәйвән мәсилиси америка билән хитайниң талаш-тартиш нуқтисиға айланған. Америка дөләт мудапиә министири лилойд аустен йиғинда қилған сөзидә, американиң бир хитай сияситидә өзгириш болмиғанлиқи, бирақ һәр икки тәрәпниң һазирқи мәвҗут һаләтни өзгәртишкә қәтий қарши туридиғанлиқи, шундақла америкаиниң тәйвән мунасивәт қанунидики мәҗбурийитини давамлиқ ада қилидиғанлиқини ейтқан.
“вашингтон көзәткүчиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, лилойд аустен хитай дөләт мудапиә министири вей феңхему қатнашқан бу йиғинда: “бизниң сияситимиз өзгәрмәйду һәм тәврәнмәйду. Биз узундин бери давамлаштуруп кәлгән бир хитай сияситидә изчил чиң туримиз……. Лекин һәр қандақ бир тәрәпниң мәвҗут һаләтни өзгәртишигә қәтий қарши туримиз” дегән. Лилойд аустен йәнә: “нөвәттә, бир хитай сияситиниң парчиси сүпитидә, биз тәйвән мунасивәт қанунидики мәҗбурийитимизни давамлиқ атқуримиз. Бу тәйвәнниң йетәрлик дәриҗидә өзини мудапиә қилиш иқтидарини сақлишиға ярдәм беришниму өз ичигә алиду” дәп көрсәткән. Униң ейтишичә, “бу, американиң тәйвән хәлқиниң бихәтәрликигә яки иҗтимаий, иқтисадий системисиға хәвп йәткүзидиған һәрқандақ күч ишлитишкә вә яки башқа мәҗбурлашларға қарши туруш иқтидарини сақлап қелишни көрситидикән”.
Лилойд аустен йәнә хитайниң җәнубий деңиздики “қанунсиз игилик һоқуқ” тәлипи вә униң бу җәһәттики “мәҗбурлаш вә таҗавузчилиқ характеридики һәрикити” ни әйибләп: “мән шуни ениқ ейтимәнки, қаршилишиш вә тоқунуш һәм йеңи соғуқ мунасвәтләр урушини, шундақла районни асия натоси яки өзара дүшмән лагерларға бөлүшни халимаймиз. Әмма биз мәнпәәтимизни тәврәнмәй қоғдаймиз” дегән.
“вашингтон көзәткүчиси” ниң ейтишичә, йиғинда хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе 12-июн йәкшәнбә күни сөз қилип: “әгәр бирәр күч тәйвәнни хитайдин айришқа урунса, қилчә иккиләнмәйдиғанлиқи, барлиқ бәдәлләрни төлисиму ахириғичә урушидиғанлиқи, буниң хитайниң бирдинбир таллиши икәнлики” ни ейтқан. Мәлум болушичә, лилойд аустен билән вей феңхе бу сөзләрни қилиштин бурун йүзтуранә учрашқан.