Хитай тәйвән мәсилисини баһанә қилип, тинч окяндики һәрбий тәһдитини күчәйткән

Мухбиримиз җәвлан
2022.07.28

Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң 4-айда тәйвәнни зиярәт қилиши, арқидин авам палата рәиси нәнсий пелосиниң 8-айда тәйвәнни зиярәт қилиш пиланиниң оттуриға чиқиши билән тәң хитай һәрбий күчлири тәйвән арилини өз ичигә алған һинди-тинч окян районида америка вә униң иттипақдашлириға тәһдит селишни күчәйткән.

7-Айниң 26-күни “вашнгтон почтиси” торида елан қилинған бир хәвәрдә көрситилишичә, америка дөләт мудапиә министирлиқи һинди-тинч окян хәвпсизлики ишлириға мәсул муавин министир илий ратнер (Ely Ratner) хитай армийәсиниң өткән 5 йилда америка вә униң иттипақдашлириниң айропиланлириға йеқин арилиқтин тәһдит селиш вә деңиз чарлишиға дәхли-тәруз қилиштәк қилмишлириниң көпийип кәткәнликини билдүрүп: “қариғанда бу һәргизму бирәр учқучиниң өз алдиға чиқарған қарари әмәс, бәлки хитайниң бир сиясити вә усули” дегән. Америка дөләт мудапиә министири лойид остин (Lloyd Austin) алдинқи айда шаңрила диалогида қилған сөзидиму хитайниң һинди-тинч окян райониға хоҗа болушқа урунушлириниң барғанчә өктәм вә таҗавузчи характерини алғанлиқини билдүргән.

Илий ратнер хитайниң һазир һәрбий тәһдит вә қорал күчи билән һинди-тинч окян райониниң нөвәттики вәзийитини бузушқа урунуватқанлиқини, буниң әмәлийәттә хитайниң узундин бери бу районда иқтисад вә дипломатийә арқилиқ өз тәсирини кеңәйтиш пиланиғиму хилап икәнликини ейтқан.

Русийә украинаға һуҗум қилғандин кейин, хитайниң тәйвәнгә селиватқан тәһдитиму күчәйгән. Америка президенти җов байден “әгәр хитай тәйвәнни бесивелишқа урунса америка униңға қораллиқ арилишиду” дегән, әмма америка һөкүмитиниң тәйвәнни қоғдаш қанунида йәнила ениқсизлиқ, америка рәһбәрлиридә болса қарарсизлиқ мәвҗут икән. Америка авам палата рәиси нәнсий пелосиниң 8-айда тәйвәнгә бериш-бармаслиқиму нөвәттә хитайниң тәһдитигә учраватқан мәсилә болуп, америка һәрбий тәрәп билән һөкүмәт бу ишта техи бир пикиргә келәлмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.